Майк помпейо өзбекистан зияритидә уйғур мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2020.02.03

Америка ташқи ишлар министири майк пампейо 2‏-январ күни қазақистан зияритини ахирлаштуруп, өзиниң өзбекистан зияритини башлиди. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, у 3‏-январ күни өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә мухбирларға сөһбәт елан қилип, өзиниң қазақистанда қилғандәк өзбекистан зияритидиму уйғур мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.

Майк помпео: “мән түнүгүн қазақистанда қилғинимдәк бүгүнму өз-ара сөһбитимдә. . . Хитай коммунистик партийәсиниң шинҗаңдики уйғур мусулманлирини, қазақ вә башқа аз санлиқ гуруппиларни бастуруватқанлиқини музакирә қилиш пиланим бар,” дегән.

Майк помпейо 2‏-январ қазақистанда уйғур мәсилисини оттуриға қоюп, қазақистан һөкүмитиниң уйғур районидики бастурушни тохтитиш тоғрисида хитайға бесим ишлитишини тәләп қилған. У қазақистан президенти тоқайеф, ташқи ишлар министири төлибәрдиләр билән учришип, “барлиқ дөләтләрни америкаға қошулуп бастурушларға дәрһал хатимә бериш үчүн хитайға бесим ишлитишкә чақиридиғанлиқи” ни билдүргән шундақла қазақ лагер тутқунлириниң қазақистандики аилә тавабиатлирини қобул қилған иди.

Көзәткүчиләр, майк помпейониң райондики хитайни тәнқидләштин өзини қачуруп, униңға сүкүт қилип келиватқан дөләтләрни хитайниң уйғур районидики қилмишини тәнқидләшкә чақириши бу дөләтләрни осал әһвалға чүшүрүп қойған. Ройтерс агентлиқиниң хәвәридә тәкитлинишичә, өзбекистан ташқи ишлар министири абдуләзиз камилоф 3‏-январ помпейониң уйғурлар һәққидики чақириқиға иҗабий җаваб қайтуруштин өзини қачурған. У “биз чоң дөләтләр оттурисидики районимизға алақидар риқабәтләр сәвәблик келип чиқидиған нахуш сиясий ақивәтләрни һес қилишни халимаймиз,” дегән.

Бу дөләтләрниң хитайниң 3 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулманларни лагеларға қамап, мәҗбурий әмгәккә селишиға сүкүт қилиши яки уни қоллиши кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгән. Майк помпейо бу зияритидә йәнә оттура асиядики 5 дөләтниң ташқи ишлар министирлири билән “5пилус 1‏” йиғини өткүзидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.