Америка ташқи ишлар министири майк помпейо: “биз хитайға тақабил турушимиз керәк!”
2019.10.31
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 30-өктәбир күни қилған бир сөзидә: “хитай дуняни контрол астиға елиш үчүн һәрикәт қиливатиду. Биз буниңға чоқум тақабил турушимиз керәк,” дегән.
У юқириқи сөзләрни америкадики нопузлуқ тәтқиқат органлиридин болған “худсон институти” тәрипидин уюштурулған бир зияпәттә сөзлигән нутқида ейтқан.
У мундақ дегән: “улар (хитай компартийәси) америка вә дуняға қарши тәдбирләрни ишқа селип, риқабәт тәшкил қиливатиду. Биз һәммимиз бу риқабәткә ортақ қарши турушимиз керәк. . . Икки дөләт системисидики негизлик пәрқләрни вә униң американиң дөләт бихәтәрликигә көрситиватқан тәсирлирини көрмәскә селиш реяллиқтин толиму узақлашқанлиқ болиду.”
Ташқи ишлар министири майк помпейо шу күндики сөзидә йәнә төвәндикиләрни баян қилған: “биз хитайниң тәрәққиятини пүтүн күчимиз билән қоллап, уларниң бу арқилиқ әркин дөләткә айлинишини үмид қилған идуқ. Әксичә хитай компартийәси бизниң бу яхши нийитимизни суйиистемал қилди. Һазир президент доналд трамп хитай компартийәсиниң америка вә американиң қиммәт қарашлириға қиливатқан өчмәнликидин ибарәт бу реяллиқ билән йүзләшмәктә. Биз хитай билән муамилә қилғанда арзуйимиздики хитай билән әмәс, әмәлийәттики хитай қандақ болса шу бойичә муамилә қилишимиз керәк.”
Ташқи ишлар министири майк помпейо юқириқи сөзләрни өзиниң тивиттердики рәсмий һесаби арқилиқ йәнә бир қетим тәкитлиди. Америка ташқи ишлар министирлиқиму бүгүнки тивиттер учурлирида униң бу сөзлирини тарқатти.
Йеқинда американиң муавин президенти майк пәнсму “вилсон мәркизи” дә сөз қилғанда “америка һөкүмити хитайға қаратқан сиясәтлиридә давамлиқ һалда һәмкарлишиш тәрәпдари болуп кәлгән болсиму, әмма хитай һөкүмити буниңға техника оғрилиқи, тиҗарәт тәңсизлики қатарлиқ уйғун болмиған һәрикәтләр билән җаваб қайтурди. Бирақ бу тарих әмди аяғлашти,” дәп әскәрткән.
Мәлум болушичә, американиң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң хитай һәққидики баянлири американиң хитайға қаратқан сиясәтлиридики зор өзгириштин дерәк беридикән.
Хитай тәрәп америка ташқи ишлар министириниң сөзлиридин қаттиқ нарази болған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң 31-өктәбир күни буниңға инкас қайтуруп: “униң бу сөзлири америкадики бир қисим сиясәтчиләрниң компартийәгә қарши идийәсини ипадиләп бериду. Улар бизниң партийә вә һөкүмитимизгә һуҗум қилип, бизниң ички вә ташқи сиясәтлиримизгә қара чаплаватиду,” дегән.