Қазақистан компартийәси рәсмий чәкләнди

Мухбиримиз үмидвар
2015.09.06


Қазақистанда компартийә чәкләнди. Қазақистанниң дөләтлик “тәңри хәвәр”агентлиқиниң йезишичә, бу қарар алмута районлуқ иқтисадий соти чиқарған болуп, сотниң қарари рәсмий күчкә игә болған. Шундақ болғанда қазақистан компартийәсиниң қазақистанда паалийәт қилиши қанунсизлиқ һесаблинидикән.

Пәрғанә торидики бу һәқтики хәвәрдә ейтилишичә, қазақистан компартийиси 1998 - йили, 27 - август күни қазақистан әдлийә министирлики тәрипидин тизимлитилған. 2003 - Йили қайта тизимға елинған, 1999 - йили компартийәдин икки адәм қазақистан дөләт мәҗлисигә әза болған, 2004 - йили, қазақистан компартийиси парчилинип униңдин қазақистан коммунистик хәлқ партийиси айрилип чиққан.

Русийәниң “йеңи вақит” ториниң йезичә, қазақистан компартийәсиниң 54 миң әзаси болуп, уларниң копи уруш қатнашқучилири, ишчилар вә пенсийигә чиққанлар икән.

Сот әслидә, бу қарарни авғустниң бешида чиқарған болуп, 3 - сентәбирдин етибарән сот қарари рәсмий күчкә игә болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.