Қазақистан хакасийә рәһбириниң шәрқий қазақистан земинлири һәққидики сөзлиридин нарази болди
2014.04.13
Йеқинда қазақистан ташқи ишлар министирлики русийәниң қазақистанда турушлуқ баш әлчиси михайил бочарниковни чақиртип, русийә федератсийисигә тәвә хакасийә җумһурийити алий кеңишиниң рәиси владимир штигашевниң шәрқий қазақистан тупрақлириниң бири қисминиң әсли русийәгә тәвә икәнлики,шуңа бу җайларда русийәниң тарихий һоқуқлири барлиқи һәққидә ейтқан сөзлиригә чүшәнчә беришни тәләп қилди.
Пәрғанә учур ториниң йезишичә, хакасийәдә чиқидиған “шанс онлайин” гезити 9 - април күни “русийәдики шәрқий қазақистан земин дәвасиға аит гәп - сөзләр” мавзулуқ мақалә елан қилған болуп, буниңда хакасийә җумһурийити алий кеңишиниң рәиси владимир штигашевниң “шәрқий қазақистан, йәни алтай әсилидә русийәниң тәркибидә иди. Қазақистанниң йәрлири аз иди. Әйни вақитта омск областиниң бир қисимини қазақистанға бериш қарар қилинди, вә бу җайда қарағанда қурулди. Бу, 1936 - йилидики иш болуп, биз бәш областни қазақистанға бәрдуқ, вә шуниңдин кейин қазақистан совет сотсиялистик җумһурийити қурулди,” дегән сөзлири бесилған.
Бу сөз қазақистан һөкүмитиниң җиддий наразилиқини қозғиған һәмдә бу һәқтә мәтбуатларда ғулғула пәйда болған.
Қазақистан земинлириниң бир қисиминиң әсли русийә земини икәнлики һәққидики сөзләр илгири даңлиқ рус пәйласопи солжентсин вә либерал демократлар партийисиниң рәһбири валдимир жриновский тәрипидинму ейтилған иди. Жриновский техи йеқинда оттура асиядики җумһурийәтләрни русийәгә қошуп, оттура асия мәмурий райони қуруш пикирини оттуриға чиқарған иди.
Қиримниң русийә тәрипидин қошувелиниши һәмдә шәрқий украинадики русларниң русийигә қошулуш һәрикәтлири қазақистанғиму муәййән тәсир көрситиши пәрәз қилинмақта иди.