Қазақистан һөкүмити хитайға қаттиқ наразилиқ билдүрди
2020.04.14
Хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлирида уларниң қазақистан һөкүмитиниң тәлипи бойичә “инсанпәрвәрлик ярдими” үчүн қазақистанға теббий хадимларни әвәтиш, ғайәт зор миқдардики теббий буюмларни һәдийә қилиш билән шуғуллиниватқанлиқи, буниң икки тәрәп оттурисидики достлуқни күчәйтиштә иҗабий әһмийәткә игә икәнлики көпләп йәр еливатқан иди. Әмма қазақистан ахбарат васитилири 14-апрел күни икки тәрәп оттурисидики “қизиришип қелиш” вәқәсини хәвәр қилди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, қазақистан ташқи ишлар министирлиқи шу күни хитайниң қазақистанда турушлуқ баш әлчисини чақиртқан һәмдә хитайдики “соху” торида елан қилинған “қазақистан тездин хитайниң бир парчисиға айлинишқа интизар болмақта” сәрләвһилик мақалиға наразилиқ билдүргән. Улар хитай әлчисигә бу әһвалниң икки тәрәп оттурисидики истратегийилик һәмкарлиқниң роһиға еғир зәрәр йәткүзидиғанлиқини ейтқан.
“соху” торида елан қилинған мақалида қазақистанниң қәдимдин тартипла хитайниң бир қисми болғанлиқи, тарихта хитай сулалилириниң оттура асияға қаратқан кеңәймичилик урушлириға қарита қазақларниң толиму мәмнунлуқ һессиятида икәнлики, йеқинқи заман тарихида нурғунлиған қазақ қәбилә ақсақаллириниң хитай императорлириға садиқ болуш һәққидә қәсәм бәргәнлики дегәнләр тәпсилий баян қилинған икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити қазақистандики нефит вә башқа йәр асти байлиқлирини қезишқа мәбләғ салғучи асаслиқ дөләт болуп, өз нөвитидә қазақистанниң әң чоң експорт базири икән. Әмма уйғур дияридики лагерлар мәсилиси ташқи дуняға ашкара болғандин кейин, бу лагерларда мәлум сандики қазақларниңму барлиқи мәлум болған. Шундақтиму қазақистан һөкүмити хитайни ашкара тәнқид қилишқа җүрәт қилалмиған болуп, пәқәт лагерға қамалған бир қисим пуқралирини йепиқ сөһбәт арқилиқ елип кетиш усулини қоллиниватқан икән. Әмдиликтә болса хитай тор бәтлиридә қазақистан һәққидә қазақлар халимайдиған мәзмундики мәлуматларниң елан қилиниши икки тәрәп оттурисидики мунасивәттә дәсләпки йирикликни пәйда қилған.
Хитай тәрәп бу һәқтики мәсилиләргә һечқандақ җаваб бәрмигән болуп, “соху” торидики бу мақалә узун өтмәй өчүрүветилгән.