Қирғизистан һөкүмити хитайниң 275 милйон доллар қиммитидики қурулуш пиланини бикар қилди
Қирғизистан һөкүмити хитайниң 275 милйон доллар қиммитидики қурулуш пиланини бикар қилғанлиқини җакарлиди.
“азадлиқ радийоси” ниң хәвиригә қариғанда, қирғизистан даирилири хитайниң бу қурулуш мәбләғ пиланиға қарши йүз бәргән кәң көләмлик намайишлар сәвәбидин юқириқидәк қарар елишқа мәҗбур болған.
17-Феврал күни нәччә йүзлигән киши қирғизистанниң нарин районидики атбеши йезисиға йеқин җайда намайиш қилип, һөкүмәттин хитайниң қурулуш пиланини бикар қилишни тәләп қилған. 275 Милйон доллар қиммитидики бу қурулуш пилани әслидә бир таянч база қуруш түри болуп, бу қурулуш 2019-йили хитай дөләт рәиси ши җинпиң қирғизистанни зиярәт қилған мәзгилдә мақулланған икән.
Шу күндики намайишта алаһәзәл 2000 әтрапидики намайишчи қоллирида “биз бу таянч базилириниң қурулушиға қарши туримиз”, “қирғиз земини хитайға берилмисун” дегәндәк шоар йезилған лозункиларни көтүрүп, намайиш қилип өзлириниң бу җәһәттики мәйданиниң мустәһкәмликини, пилан бикар қилинмиғучә намайишини давамлаштуридиғанлиқини билдүргән иди.
Хәвәргә қариғанда, қирғиз даирилири пиланниң бикар қилиниш хизмәтлирини башлиған болуп, қирғиз даирилири қурулуш үчүн өзлиригә алдин берилгән 645 миң долларни хитай мәбләғ салғучиларға қайтуруп беридикән.