Хитай қишлиқ олимпик үчүн һава сүпитини юқири көтүрүшкә вәдә бәргән
2015.03.28
Хитай 2022 - йиллиқ қишлиқ олимпикни қазақистан билән талашқан иди. Бу һәқтики талаш - тартишларниң күчийишигә әгишип, хитайдики муһит вә һава булғиниши мәсили хәлқара ахбаратлириниң диққитини йәнә бир қетим чәкти.
27 - Март дәвр журнилиниң тор бетидә берилгән бир парчә мулаһизидә хитай 2022 - йиллиқ қишлиқ олимпик үчүн һава сүпитини юқири көтүрүшкә вәдә бәргән болсиму, әмма бу вәдисидә туралишиниң тәскә тохтайдиғанлиқи көрситилгән.
Мақалидә хитайниң 2008 - йилиму шундақ вәдиләрни бәргәнлики, әмма хитайдики һава сүпитиниң унчә асан яхшиланмайдиғанлиқи көрситилип мундақ дейилгән: көмүр қалайдиған4 от електр истансисини келәр йили тақиветишла йетәрлик болмаслиқи мумкин.
Хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ олимпик йиғини вә йеқинда чақирилған асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати алий дәриҗиликләр учришиши давамида бейҗиңдики аптомобил қатнишини чәкләш, йеқин - әтраптики завут - фабрикиларни тақаш арқилиқ бейҗиңниң һава сүпитини бир қәдәр яхшилиған.
Әмма, бейҗиңниң муһити йиғин ахирлашқандин кейинла әслидики начар һалитигә қайтип кәлгән.
Һалбуки, 2022 - йилдики қишлиқ олимпик йиғини таза қара қишта өткүзүлидиған болғачқа хитайниң соғуқ һавада юқиридәк тәдбирләрни елиши қейинға тохтайдикән.
Хитайниң 2022 - йиллиқ қишлиқ олимпиккә саһибханилиқ қилиш һоқуқни қолға кәлтүрүш күриши кишилик һоқуқ органлириниңму қаршилиқиға учриған иди.