Хитай һөкүмити уйғур диярида “қизил маарип” тәшвиқатини күчәйтмәктә

Мухбиримиз сада
2019.06.18

Йеқиндин буян хитай даирилири уйғур диярида хитайниң “инқилабий әнәнә маарипиға варислиқ қилиш” темисидики “қизил маарип” ни җанландурушқа башлиған.

“шинҗаң гезити” ниң хитайчә торида 18-июн елан қилинған мунасивәтлик хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми барлиқ партийә әзалирини тәшкилләп 11-июн вә 14-июн үрүмчи қәһриманлар қәбристанлиқи вә хитайниң тарихий музейлирида айрим-айрим зиярәт елип барған. 

Хәвәрдә партийә әзалириниң қәбриләрни тавап қилиш, хитайниң компартийә байриқиға қарап туруп коммунистик партийиниң қәсәм сөзини әсләш қатарлиқ паалийәтләргә тәшкилләнгәнлики вә шу арқилиқ хитай компартийисиниң аталмиш “қизил роһи” ға “варислиқ қилиш” қа йетәкләнгәнлики баян қилинған. 

Униңдин башқа йәнә хитайниң тарихи материяллири вә мәдәнийәт ядикарлиқлири шу қетимлиқ зиярәтниң бирқисими болған болуп, бу җәрянда хитай компартийә әзалири хитайниң “инқилабий әнәнә маарипиға варислиқ қилиш” темисидики “қизил маарип” ни қобул қилишқа тәшкилләнгән. 

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, нөвәттә уйғур диярида икки милйон әтрапида уйғур, қазақ қатарлиқ милләт кишилири йиғивелиш лагерлириға қамилип, меңә ююш елип берилишқа дуч келиш билән биргә уйғур тили, уйғур маарипи вә мәдәнийити хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ чәклимигә учрап йоқилишқа қарап йүзләндүрүлгән. Мәктәпләрдә уйғур миллий мәдәнийити, уйғур тарихи, уйғурларниң өз қәһриманлири вә башқиларға аит һәр қандақ билим бериш вә яки бу һәқтә сөзләш чәкләнгән. Уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, нөвәттә йәнә уйғурлар арисида, болупму яш-өсмүрләр арисида “җуңхуа миллити” тәрғибати кәң омумлаштурулуш билән бир вақитта йәнә районда “қизил маарип” тәшвиқатиниң әвҗ елиши хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийити, миллий кимлик вә милләтпәрвәрлик пикирлирини йилтизидин қурутуп, уларни “хитайлаштуруш” қа урунушиниң техиму күчәйтиливатқанлиқини көрситидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.