Уйғур районида бу йил балилар бағчилириниң қош тил тәйярлиқ синипидики йәрлик милләт өсмүрлириниң сани 550 миңға йетип бариду

Мухбиримиз әркин
2016.06.10

Уйғур районида бу йил балилар бағчилириниң қол тил тәйярлиқ синипидики уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләт өсмүрлириниң сани аз кәм 550 миңға йетип баридикән.

“тәңритағ тори” ниң ашкарилишичә, уйғур аптоном райони вә хитай мәркизи һөкүмити бу йил райондики балилар бағчилириниң 2 йиллиқ қош тил тәйярлиқ маарипиға 949 милйон сом пул аҗратқан.

Хәвәрдә, бу йил 549 миң 600 йәрлик милләт өсмүриниң балилар бағчилириниң қол тиллиқ тәйярлиқ синипида оқуйдиғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмитиниң йезиларда һәқсиз йәсли маарипини йолға қоюп, оқуш хираҗити вә тамақ пулини бикар қилиши деһқанларниң қарши елишиға еришкән болсиму, әмма йәслиләрдә ана тили толуқ йетилмигән балиларға қош тил маарипини мәҗбурий йолға қоюши әндишә қозғиған.

Бу, маарипчилар, психологлар вә уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Уйғур паалийәтчиләр, бу программиға, балиларниң ана тилини өлтүрүп, уларниң ассимилятсийә болушиға йол ачиду, дәп қарши чиққан.

“тәңритағ тори” ниң ашкарилишичә, 2015‏-йили уйғур аптоном райони миқясида бағчә маарип йешидики йәрлик милләт өсмүрлириниң омумий сани 662 миң болуп, 520 миңдин артуқ өсмүр қош тил маарип тәрбийәси алған. Бу, бағчә маарипи йешидики өсмүрләрниң 67.78 Пирсәнтини тәшкил қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.