Хитай уйғур диярида “қошмақ туғқанчилиқ” сияситини һәдәп тәшвиқ қилмақта

Мухбиримиз ирадә
2019.06.27

Хитай һөкүмити нөвәттә уйғур елида “қошмақ туғқанчилиқ” вә “милләтләр иттипақлишип бир аилә кишилиридәк болуш” һәққидики тәшвиқатлирини һәдәп күчәйткән.

Хитайниң һәрқайсий таратқулиридики тәшвиқат хәвәрлиридә бирдәк хитайлар билән туғқанлашқан, ака-ука болушқан уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик милләт хәлқлириниң мәнпәәткә еришкәнлики, уларниң бу аталмиш хитай “туғқанлири” ниң сайисидә бай болуп, намратлиқтин қутулғанлиқидәк тәшвиқатлар алға сүрүлмәктә.

“хитай хәвәрләр тори” ниң 27-июн күнидики санида елан қилинған бир хәвәрдә ақсу шәһириниң ваңсән кочисидики “милләтләр иттипақлишип бир аилә кишилиридәк болуш” намлиқ бир ашхана тәшвиқ қилинған. Хәвәрдә көрситилишичә, ақсуда ака-ука қериндаш болушқан хитай йән җйәнбо билән уйғур мухтар росул бирликтә ашхана ачқандин кейин бейиш йолиға қарап маңған икән. Уйғурларниң “һалал” ғизалиништин ибарәт асасий турмуш усулини нәзәрдә тутқанда бу аталмиш “милләтләр иттипақлиқи ашханиси” да қандақ йемәкликләр сетилидиғанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.

“тәңритағ тори” да елан қилинған йәнә бир парчә хәвәрдә болса хубей өлкисидин йәкәнгә ишлигили кәлгән суң чи билән рен сәнмавниң шу йәрдики нурмәмәт билән қошна болуп қалғанлиқи, бу иккийләнниң йол көрситиши вә ярдәм қилиши билән нурмәмәтниң ешәк сүти содисини башлап күндә 700 йүәндин артуқ кирим қилидиған һаллиқ кишигә айланғанлиқидәк һекайә баян қилинған.

Һалбуки, чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий йосунда йүргүзүлүватқан аталмиш “қошмақ туғқанчилиқ” сияситиниң мәқситини йәрлик хәлқләрниң хусусий һаятини 24 саәт бойичә назарәт қилиш, дәп қаримақта. Улар йәнә буни инсан һаятиниң хусусий мәхпийәтликигә қилинған еғир дәриҗидики дәхли-тәруз, дәп тәнқид қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.