Америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси обаманиң рамзан тәбрикнамисини уйғурчә елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.07.10

Америкиниң бейҗиңдики әлчиханиси, президент обаманиң рамзан тәбрикнамисини уйғурчиға тәрҗимә қилип, бүгүн уни әлчихана тор бетидә елан қилған.

Әлчиханиниң мәзкур тәбрикнамини уйғур хәлқигә биваситә вә кәң даиридә йәткүзүш тиришчанлиқи уйғур ели вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартти. Бәзи көзәткүчиләр буни зулумға учраватқан уйғур хәлқигә бериливатқан бир риғбәт дәп қариса, йәнә бәзиләр буни уйғур хәлқиниң диний һәқ-һоқуқлирини вә тил-йезиқини чәкләватқан хитай даирилиригә берилгән бир әгитмә тәрбийә дәп қарашмақта.

Президент обаманиң уйғурчиға тәрҗимә қилинған рамзан тәбрикнамисидә рамизанниң хасийити һәққидә тохталғандин кейин мундақ дейилгән: “америка һәммә кишиләр өзлириниң кәлгүсини үзлири язалайдиған, зораван күчләрдин халий һалда, өз етиқади билән әркин шуғуллиниалайдиған дуня қуруп чиқиш үчүн күрәш қиливатқанлар билән мәңгү бир сәптә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.