Уйғур профессор рәйһан бәктурниң тәтқиқат түри насаниң мукапатиға еришти

Мухбиримиз ирадә
2015.08.06

Америкиниң юта штатлиқ университети компютер вә еликтер инженерлиқи факултетиниң яш уйғур профессори рәйһан бәктур америка дөләтлик аләм қатнаш идариси (наса) ниң йиллиқ кичик антенна техника һәмкарлиқи түри бойичә тарқитилидиған мукапатиға еришти.

Игилинишичә, насаниң бу йиллиқ мукапатиға америка бойичә 100 дин артуқ алим илтимас қилған. Буниң ичидә пәқәт 8 нәпәр кишила бу йиллиқ мукапатқа еришкән. Рәйһан бәктур әнә шу 8 кишиниң ичидики биридур.

Доктор рәйһан бәктур насаниң “годдард аләм учуш мәркизи” билән һәмкарлишип, йәр шариға йеқин вәзипиләрни үстигә алидиған аләм учқулириға ишлитидиған йеңи типтики антенна ясап чиқидикән. Бу йеңи тәтқиқат әң йеңи, әң үнүмлүк вә тәннәрхи төвән болған аләм тәкшүрүштә ишлитилидиған антеннани барлиққа кәлтүридикән.

Профессор рәйһан бәктур бултур америкиниң вирҗинийә штатидики уйғур җамаитиниң саһибханилиқида өткүзүлгән “әвладлар ара” паалийитигә қатнишип, америкида чоң болуватқан уйғур яш-өсмүрлиригә өзиниң тәҗрибә саһәсини тонуштурған вә уларни бу саһәләргә йөнилишкә риғбәтләндүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.