Муһаҗирәттики уйғурлар бу йиллиқ роза һейт намизини бирликтә оқуди

Мухбиримиз қутлан
2018.06.15

Бүгүн пүтүн дунядики мусулманлар мубарәк рози һейтни күтүвалди. Муһаҗирәттики уйғурларму өзлири турушлуқ дөләтләрдики уйғур җамаити билән бирликтә рози һейт намизини оқуди.

Бу йиллиқ рамизан вә рози һейт хитай даирилириниң уйғур дияридики йәрлик милләтләргә қаратқан бастурушлири мислисиз күчәйгән, бир милйондин артуқ уйғур “йиғивелиш лагерлири” ға қамалған, уйғурлар пүткүл милләт гәвдиси билән хитай һөкүмитиниң “етник тазилаш” нишаниға айлиниватқан бир пәвқуладдә еғир мәзгилгә тоғра кәлди.

Бүгүн америка, германийә, түркийә, голландийә, шиветсийә, норвегийә, австралийә, канада, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ әлләрдә яшиғучи уйғур җамаити өзлири турушлуқ шәһәрләрдики мәсчит-җамәләргә җәм болуп, рози һейт намизини бирликтә оқуди.

Америкидики уйғур җамаити америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштуруши билән пайтәхт вашингтон әтрапидики файрфакс районида җәм болуп, нурдун һаҗимниң имамәтчиликидә рози һейт намизини бирликтә оқуди.

Намазниң алди-кәйнидә муқәддәс рамизан ейи вә рози һейтниң хасийити, мусулманларниң бирлик-иттипақлиқи шундақла нөвәттә уйғурлар вәтинидә давам қиливатқан мисли көрүлмигән зулумлар һәққидә диний вә сиясий җәһәтләрдин мәлуматлар йәткүзүлди.

Ахирида җамаәт имамниң риясәтчиликидә дуаға қол көтүрүп, уйғур хәлқиниң бирлик-иттипақлиқи, әркинлик вә азадлиқи үчүн тиләкләр тилиди. Вәтән үчүн һаяти вә мал-мүлки вә һәтта иссиқ җанлирини тәқдим қилған шеһитларниң роһиға дуалар оқуди.

Муһаҗирәттики уйғурлар пүтүн дуня мусулманлири билән бирликтә бу йиллиқ рози һейтни күтүвалған бир мәзгилдә уйғур дияридики йәрлик мусулманларниң бу йиллиқ рози һейтни қандақ күтүвалғанлиқиға җиддий соаллар қоюлмақта.

Илгирики заманларда топ-топи билән һейт намизини бирликтә оқуйдиған вә өз-ара айәмлирини мубарәклишидиған уйғур җамаитиниң нөвәттики юқири бесимлиқ вәһимә ичидә бу йиллиқ рози һейт намизини қандақ оқуғанлиқи вә һейтни қандақ өткүзүватқанлиқи һәққидә тәпсилий учур елиш имканийити болмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.