Рубийо билән симис хәлқара олимпик комитетидин бейҗиң қишлиқ олимпикини кечиктүрүшни йәнә тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.22

Америка дөләт мәҗлисиниң нупузлиқ икки җумһурийәтчи әзаси 21-өктәбир хәлқара олимпик комитетиниң президенти томас бахқа йәнә хәт йезип, бейҗиң қишлиқ олимпикини кечиктүрүшни тәләп қилған.

Америка кеңәш палата әзаси марку рубийо билән авам палата әзаси кристофер симис томас бахқа язған хетидә, әгәр хитай һөкүмити 2022-йил 2-айғичә өзиниң қилмишини өзгәртмисә, қишлиқ олимпикни башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилған. Уларниң тәкитлишичә, “олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси һөкүмити ирқий қирғинчилиқ қиливатқан бир дөләттә өткүзүлмәслики керәк,” икән.

Улар хетидә американиң һәр икки нөвәтлик һөкүмити хитайниң уйғур вә башқа мусулман милләтләргә қарита садир қилған һәрикәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткәнлики, канада, әнгилийә, голландийә, летва, чех, белгийәниңму охшаш қарар чиқарғанлиқи, германийәниң ойлишиватқанлиқи, бу йил 3-айда 30 дин артуқ хәлқара қанун мутәхәссисиниң хитайни “б д т ирқий ирқий қирғинчилиқ әһдинамисиға хилаплиқ қилди” дәп һөкүм қилғанлиқини ейтқан. Бу марку рубийо билән кристофер симисниң хәлқара олимпик комитетиға йеқинқи 6 ай ичидә 2-қетим хәт йезишидур.

Улар бу йил 23-июл күни язған хетидиму қишлиқ олимпикни кечиктүрүшни тәләп қилған. Бирақ олимпик комитети уларға язған җавап хетидә өзлириниң “дуняви сиясәттә битәрәп” икәнликини илгири сүргән. Лекин рубийо билән симис 21-өктәбир язған хетидә: “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әхлақи қарар, бу һәргиз сиясәт әмәс. Әхлақи қарар чиқириш мәсулийитигә кәлгәндә хәлқара олимпик комитетиниң алаһидә имтиязи йоқ,” дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.