Русийә ғәрбниң пул - муамилә бесимиға тақабил турушқа һәрикәт қилди
Русийә президенти путин “брикс”, йәни “алтун кесәк” тәшкилатига әза дөләтләрниң бирләшмә мәбләғ фонди қуруш пиланини тәстиқлап, русийәниң мәзкур мәбләғ фондиға қатнишишини күчкә игә қилди. 100 Милярд долларлиқ мәбләғ фондиға русийә, хитай, һиндистан, бразилийә вә җәнубий африқа қатнашқан болуп, хитай 41 милярд доллар, русийә 18 милярд, җәнубий африқа 5 милярд доллар мәбләғ аҗратти. Мәзкур ортақ мәбләғ фонди өткән йили оттуриға қоюлған, русийә тәрәп мана әмди тәстиқлиди.
Франсийә агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә мәзкур ортақ мәбләғ фондиниң мәқсити ғәрбниң мәбләғ вә иқтисадий қамалиға қарши туруштин ибарәттур. Өткән йилидин етибарән русийә украина кризиси түпәйлидин ғәрбниң иқтисадий имбаргосиға учриғандин кейин хитай қатарлиқ дөләтләр билән болған иқтисадий алақиләрни күчәйтишкә тиришқан иди.
Путин “брикс” тәшкилатиниң ортақ мәбләғ фондидин башқа йәнә охшаш бир күндә русийәниң шәрқий линийә бойичә хитайни тәбиий газ билән тәминләш туруба қурулуши келишимини рәсмий тәстиқлиди.