Әнглийә хитайдин әнглийә университетлириниң сахта гуваһнамисини сатидиған тор бекитини тақашни тәләп қилди
Әнглийә алий маарип диплом учур мәркизи (HEDD) йеқинда әнглийәдики 22 университетниң дипломлириға тәқлид қилип ишләнгән сахта дипломларниң хитайниң мәлум тор бекитидә 500 фон стерлиңлиқ баһада (хитай пулиға сундурғанда 50 миң сом хәлқ пули) ашкара сетиливатқанлиқини байқиған вә хитай һөкүмитидин мәзкур тор бекитини тақашни тәләп қилған.
Әнглийә б б с агентлиқиниң 6-апрелдики хәвиридә, әнглийә алий маарип диплом учур мәркизи (HEDD) ниң баянатчиси (Jane Rowley)җане ровлейниң “бу тор бекитидә әнглийәдики он нәччә университетиниң сахта дипломлири ‛хатирә қалдуруш‚ яки ‛йитип кәткән дипломни толуқлаш‚намида сетиливетипту, бу тор бекитидә йәнә америкидики бир қисим университетларниң сахта дипломлирини сетивелишқиму болидикән” дегән сөзлири нәқил елинған.
Б б с агентлиқиниң хәвиридә йәнә җане ровлейниң “бу тор бекитиниң қилмиши көплигән дөләтләрниң қануниға хилап қилмиш, биз хитай маарип министирлиқи билән алақиләштуқ, һазир уларниң бу әһвалға қарита қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқини көзитиватимиз” дегән сөзлириму нәқил елинип, әнглийә һөкүмитиниң хитайдин сахта диплом сетиливатқан бу тор бекитини тақашни рәсмий тәләп қилғанлиқи хәвәр қилинди.
Техи өткән һәптила әнглийәдики “һазирқи заман биологийиси” намлиқ атақлиқ медитсина журнили сахтилиқини ениқлап қайтурувәткән 43 парчә илмий мақалиниң 41 парчисини хитайдики даңлиқ университетлар вә дохтурханилардики профессор, дохтурлар әвәткәнликидин ибарәт сәтчиликни ашкарилиған иди.