Семафорниң хитай мәркизий бирликсәп бөлүмигә мунасивәтлик орган билән һәмкарлишиши тәнқидкә учриди
2023.03.02
Америкадики “семафор” (Semafor) хәвәр ториниң “хитай йәр шарилишиш мәркизи”(CCG) дәп аталған бир бир тәтқиқат мәркизи билән һәмкарлиқ орнатқанлиқини җакарлиши, күчлүк диққәт қозғиди.
“фокс” хәвәрлириниң ейтишичә, “хитай йәршарилишиш мәркизи” дәп аталған бу орунниң қурғучиси ваң хуяв хитай компартийәси мәркизи бирликсәп бөлүми билән мунасивәтлик киши икән.
“семафор” ниң җакарлишичә, улар хитайдики бу тәтқиқат орни билән бирлишип, “хитай вә йәр шари содиси” намлиқ тәшәббусни йолға қойған, улар бу арқилиқ “алға илгириләш йолини издәватқан дуня сода рәһбәрлири үчүн йеңи супа бәрпа қилишни үмид қилғанлиқини” билдүргән. Ваң хуяв болса мәзкур тәшәббусни яқлиғучи хитай мәслиһәтчиләр комититиниң әзаси болуп, у охшаш вақитта хитай мәркизи бирликсәп қармиқидики бир қанчә гуруппиниңму мәслиһәтчи әзаси икән.
Австиралийә истратегийилик сиясәт тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, “хитай йәр шарилишиш мәркизи” хитай компартийәси мәркизи бирликсәп бөлүминиң чәт әллик ихтисаслиқларни издәш вә уларни қобул қилиш үчүн ишлитидиған “мувәппәқийәтлик һәрикәтлири”ниң бири икән.
“семафор”ниң бу һәрикити бир қисим америка дөләт мәҗлис әзалириниң күчлүк тәнқидигә учриған. Кеңәш палата әзаси марко рубийо бу һәқтә тивиттерда “америка ширкәтлириниң һелиһәм хитайға охшаш ирқий қирғинчилиқ һакимийити билән һәмкарлишишни арзу қилиши кишини һәйран қалдуриду. “семафор” билип туруп хитай компартийәсиниң тәшвиқатчилири вә әзалири билән һәмкарлишишни таллиди” дәп язған.
Марко рубийо вә рик скот қатарлиқ мәҗлис әзалири сөзлиридә “әмди бу хәвәр оргини дегән һечқандақ гәпкә ишәнгили болмайдиғанлиқи”ни билдүрүшкән.
Мәлум болушичә, “семафор” намлиқ хәвәр оргини 2022- йили қурулған болуп, униң қурғучиси вә баш муһәррири әслидики бозфид хәвәрләр ториниң сабиқ баш муһәррири бән симис (Ben Smith) икән.