Японийә хитайниң сенкаку арилидики паалийәтлириниң японийигә тәһдит болуватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2013.07.09

9-Июл сәйшәнбә күни японийә 2013-йиллиқ дөләт мудапиәси ақ ташлиқ китабини елан қилди. Америка авазиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә “японийә хитайниң сенкаку арилидики паалийәтлириниң японийигә хәтәр вә бесим елип келиватқанлиқини билдүрүш билән биллә, хитайниң һәрбий хам чотида хәлқараға ашкара болушини йәнә бир қетим тәләп қилди” дегән баянлар берилди.

Бултурдин буян японийә билән хитай оттурисидики талаш-тартишқа сәвәб болуватқан сенкаку араллири мәсилиси вә хитайниң җәнубий окяндики бирқанчә аралниң игилик һоқуқи мәсилисидә филлипин, ветнам қатарлиқ дөләтләр билән болған талаш-тартишлири, хитайниң өз қошнилири билән болған мунасивитидә охшимиған дәриҗидики сүркилишләрни пәйда қилип, тинч окян вәзийитидә җиддийлик пәйда қилғанлиқи хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.