“шаир ғайб қиливетилгәндә униң шеири сүкүтни бузиду”

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.23

23-Ноябир “ню-йорк вақти гезити” қатарлиқ таратқуларда уйғуршунас тарихчи җошува фримәнниң “хитай мениң профессорумни ғайб қиливәтти, әмма униң шеирини җимиқтуралмайду” намлиқ бир мақалиси елан қилинған болуп, “хитайниң бу зораванлиқи алдида шеир гәрчә һечнемигә ярдәм берәлмисиму, көплигән уйғурлар үчүн ейтқанда, уму бир күчлүк қаршилиқ қилиш қоралидур” дегән нуқтинәзәрни йорутуп бәргән.

Җошува фримән әпәнди бу мақалисидә йетәкчи устази вә дости абдуқадир җалалидин билән өткән кәчмишини баян қилған болуп, 2016-йил униң билән ахирқи қетим көрүшкәнликини, 2018-йилдин кейин униң милйонлиған уйғурлар қатарида хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилгәнликини тилға алиду.

Җошува фримән бу мақалисидә абдуқадир җалалидинниң “өйгә қайталмайдиған йол” намлиқ шеирини мисал кәлтүрүп, бу шеирниңму хитайниң 2017-йилдин башлап уйғурларға салған қәбиһ зиянкәшликигә испат болалайдиғанлиқини, бу зулумға қарши уйғурларниң һәр даим күчлүк болушқа тиришиватқанлиқини, буниң ичидә шеирниң уйғурлар үчүн кәм болса болмайдиған күчлүк васитә икәнликини оттуриға қойиду. Бу мақалисидә у шеирниң уйғур мәдәнийити вә мәнивийитидики ролини алаһидә тәкитләп мундақ дәйду: “һәр бир уйғур 1933-йил хитай милтарист тәрипидин өлтүрүлгән шаир абдухалиқ уйғурни вә униң ‛ойған‚дегини шеирини билиду. От йүрәк шаирларниң җәңгивар шеирлири нәччә әвладтин бери уйғурларниң мустәмликичиликкә, зулумға қарши күрәшлиригә илһам берип кәлди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.