Уйғур йеңи шеирийити чәтәлләрдә зор қизиқиш пәйда қилмақта

Мухбиримиз қутлан
2016.10.02

Йеқинқи йиллардин буян уйғур әдәбияти саһәсидики яш шаирлар, болупму шеирий туйғу вә бәдий шәкилдики йеңилиқлар билән тонуливатқан “авангарт” шаирларниң шеирлири күчлүк тәсир пәйда қилмақта.

Мәлумки, уйғур йеңи шеирийити 1980 - йилларниң оттурилирида яш шаир әхмәтҗан османниң йетәкчиликидә партлаш характерлиқ өзгиришләр қозғап, уйғур бәдий тәпәккуриниң йеңи бир дәврдики тәрәққият мәнзирисини мәйданға кәлтүргән иди.

Һалбуки, хитай миқясида, болупму уйғур елидә 1990 - йиллардин кейинки сиясий вәзийәтниң яманлишиши вә хитайниң йоқири бесимлиқ тәқиплири нәтиҗисидә уйғур әдәбиятидики йеңилиқ вә иҗадий роһ боғулуп, 1980 - йиллардики қизғин кәйпиятиға қайталмиди.

Әмма уйғур әдәбиятиниң, болупму уйғур йеңи шеирийитиниң йеқинқи оннәччә йилдин буянқи бир қисим мувәппәқийәтлири уйғур әдәбияти саһәсидики тәтқиқатчилар билән обзорчиларда үмид пәйда қилмақтикән. Әхмәтҗан осман, таһир һамут, пәрһат турсун, адил тунияз қатарлиқ бир түркүм шаирларниң шеирлири кәйни - кәйнидин инглиз, япон вә башқа тилларға тәрҗимә қилинип, диққәт қозғимақта.

Игилинишичә, алдинқи йиллардин буян, әхмәтҗан османниң шеирлири ингилиз вә япон тиллириға тәрҗимә қилинип топлам һалитидә нәшир қилинған вә бу бу һәқтә обзорлар йезилған. Йеқинда “японийә тиниқи” намлиқ журналда әхмәтҗан османниң шеирлири һәққидә аптор билән өткүзүлгән мәхсус сөһбәт елан қилинған. Бу йил 20 - сентәбир күни америкидики индиана университетиниң мәркизий явро - асия вә ичкий асия факултетида “таһир шеирийәт кечилики” өткүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.