Америка-шималий корейә мәсилисидики бесим артмақта

Мухбиримиз ирадә
2017.04.20


Америка билән шималий корейә оттурисидики җиддийлик сәвәбидин шималий корейәгә қаритилған дипломатик бесимлар күчийиватқан бир шараитта хитайниң бу мәсилидики ролиниң аҗизлап меңиватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Бирләшмә агентлиқи бүгүн бу һәқтә елан қилған хәвиридә, шималий корейә мәсилисидә хитайниң муһим роли болсиму, әмма униң бара-бара өз ролини йоқитип, оюнниң сиртида қеливатқанлиқини баян қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һәр даим қилғандәк америка вә шималий корейәни мәсилини дипломатик сөһбәт арқилиқ тинчлиқ билән һәл қилиш чақириқини қиливатқан болсиму, әмма бу қетим америка вә шималий корейә мәсилиси интайин җиддий болуш биргә, хитайға келиватқан бесимму һәр вақиттикидин бәк еғир икән.

Хитай шималий корейәни бәзи тәдбирләр арқилиқ агаһландуруп баққан болсиму, шималий корейә хитайға анчә пәрва қилип кәтмигән. Шуниңға охшаш америка президенти трампму “вақти кәлсә биз хитайсизму бу ишни бир тәрәп қилимиз” дегәнлики үчүн хитайниң шималий корейә мәсилисини һәл қилишта бәк чоң ролиму қалмиған.

Чаршәнбә күни йәнә, америкиниң авам палата рәиси паул райин әнглийәдики зиярити мәзгилидә сөз қилип америкиниң шималий корейә мәсилисини һәл қилғанда зөрүр тепилса уруш қилиштинму янмайдиғанлиқини тәкитлигән.

У: “бир диктаторниң қолида бундақ бир күчниң болушиға қарап туруш, бир мәдәнийәтлик дуня қилидиған иш әмәс. Әлвәттә биз уруш қилишни халимаймиз. Әмма барлиқ еһтималлиқларни қоллиништин янмаймиз” дегән.

Мәлум болушичә, америкиниң шималий корейә мәсилисини қорал күчи арқилиқ һәл қилиш ойи хитайда вә русийәдә әндишә пәйда қиливатқан болуп, бүгүн бир қисим ахбарат органлири уруш вә уруштин кейинки мусапир кризиси еһтималлиқиға қарши русийәниң өзиниң чегра районлириға 150 миң әскәр йөткигәнликини хәвәр қилған, әмма бу хәвәр техи русийәниң рәсмий органлири тәрипидин дәлилләнмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.