Шимали корийә бир нәпәр америка пуқрасини туқун қилди

Мухбиримиз үмидвар
2017.04.23


Шималий корийә кризиси җиддийлик һалитидә туриватқан бир пәйттә шимали корийә даирилири йәкшәнбә күни бир нәпәр америка пуқрасини тутқун қилған.

“ким” фамилилиқ мәзкур америка пуқрасиниң әсли келип чиқиши җәнубий корийәлик болуп, у йәкшәнбә күни пийоңяңдики хәлқара айродромда чегридин өтүш алдида шимали корийә даирилири тәрипидин тутуп кетилгән. 50-яшлардики мәзкур америка пуқраси хитайдики йәнбйән университетиниң профессори болуп, у шимали корийәгә ярдәм бериш программиси бойичә бир айлиққа барған икән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу хәвәр җәнубий корийә мәтбуатлирида оттуриға чиққан болсиму, әмма җәнуби корийә һөкүмәт вә шимали корийә тәрәп техи ениқ билдүрүш елан қилмиған.

Әмма һазирғичә үч нәпәр америка пуқраси шимали корийә тәрипидин қолға елинған болуп, өткән йили январда, америкилиқ 21 яшлиқ истудент отто вармбиер шимали корийәгә зиярәткә барғанда, қолға елинип, 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Әсли келип чиқиши җәнубий корийәлик америка пуқраси ким доңчу 2016-йили шимали корийәдә җасуслуқ билән әйиблинип 10 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди.

Мәлумки, шимали корийәниң башқурулидиған бомба синақлирини тохтитишни қаттиқ тәләп қилған америка тәрәп 8-арил күни “карил винсон”намлиқ авиатматкисиға корийә йерим арили тәрәпкә йүрүш қилиш буйруқи бәргәндин кейин, пийоняң чоң көләмдә һәрбий парат өткүзгән вә арқидин 16-апрел күни йәнә бир қетим ракета синиқи елип берип мәғлуп болған шуниңдәк өзлириниң давамлиқ ракета синиқи елип баридиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.