Шималий корейә йеңи башқурулидиған бомба синиқида мәғлуп болған
2017.04.29
Б д т да шималий корейә мәсилиси музакирә қилинип узун өтмәй, шималий корейә йәнә бир башқурулидиған бомба синиқи елип барған болсиму, әмма мәғлуп болған.
Америка вә җәнубий корейә һәрбий әмәлдарлириниң ахбаратқа ашкарилишичә, синақ шу җай вақти шәнбә күни әтигәндә пийоңяң өлкисидики бир һәрбий базида елип берилған. Әмма бомба қоюп берилип бир нәччә минуттин кейин партлап кәткән.
Җүмә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши шималий корейә мәсилисидә җиддий йиғин чақирған. Йиғинда америка дөләт ишлар министири рекс тиллерсон шималий корейә башқурулидиған бомба мәсилисидә дуняни агаһландурған.
У, сеул вә токйониң ядро һуҗумиға учраш хәвпиниң бир реаллиқ икәнликини, шималий корейәниң америкиға һуҗум қилиш иқтидариға еришишиниң пәқәт бир вақит мәсилиси икәнликини көрсәткән.
У мундақ дегән: “дунядики әң җиддий хәвпсизлик мәсилисини һәл қилиш үчүн һәрикәткә өтмисәк, бу апәт характерлик ақивәтләрни елип келиши мумкин.”
У йәнә, әгәр шималий корейә башқурулидиған бомба вә ядро қораллиқини яшашни тохтатмиса, америкиниң һәрбий күч қоллинишни өз ичигә алған барлиқ васитиләрни ишқа селип, буниңға инкас қайтуридиғанлиқи ейтқан.
Һалбуки, шималий корейә тиллерсонниң юқири агаһландурушидин бир нәччә саәттин кейинла йәнә бомба сени елип барған.
Америка президенти бу һәқтә твиттерға йоллиған қисқа учурида шималий корейәниң мәзкур бомба синиқиниң хитай президенти ши җинпиңниң күткәнлиригә қилған бир һөрмәтсизлик болидиғанлиқини билдүргән.
Пәйшәнбә президент трамп шималий корейәниң башқурулидиған бомба вә ядро қоллар программиси мәсилиси түпәйли шималий корейә билән зор көләмлик тоқунушқа кирип қелиш еһтималлиқи барлиқини билдүргән иди.