Шинзу абе сенкаку арилини хитайдин қоғдайдиғанлиқини билдүрди
2013.07.17
Японийә баш вәзири шинзу аби чаршәнбә күни окинава наһийисиниң ишигаки арилида турушлуқ сенкаку арилини сақлаватқан японийә деңиз қоғдиғучи әтритини зиярәт қилип, сенкаку арилиниң японийә земини икәнликини вә уни қоғдайдиғанлиқини билдүргән.
У, деңиз қоғдиғучи әтритигә қилған сөзидә, японийә деңиз тәвәликиниң бихәтәрлик вәзийити барғансери яманлишип кетиватқанлиқини билдүрүп, хитай кемилириниң давамлиқ сенкаку арили әтрапиға үсүп кириватқанлиқини тәкитлигән.
У, сенкаку арили тарихий вә хәлқара қанун җәһәтләрдә шәк-шүбһисиз японийиниң бир қисми дәп көрситип, японийиниң қуруқлуқ, деңиз вә һава территорийисини давамлиқ қоғдиғанлиқини билдүргән.
Шинзу абе сенкаку арилини қоғдиғучи деңиз әтритини зиярәт қилған шу күни хитай ташқи ишлар ақ ташлиқ китаби елан қилип, японийини тәнқид қилған. Ақ ташлиқ китабта, японийиниң сенкаку арилини дөләт илкигә өткүзүвелип, җуңгониң земин вә деңиз игилик һоқуқиға еғир таҗавуз қилғанлиқини, җуңгониң буниңға қарши үнүмлүк тәдбирләрни қоллинип, земин вә деңиз игилик һоқуқини қоғдайдиғанлиқини илгири сүргән.