Шиветсийә уйғур җәмийити хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 103 йиллиқини ләнәтлиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.07.02

1-Июл, хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 103-йиллиқи күнидә, шиветсийә уйғур җәмийити иҗтимаий таратқуларда учур йоллап, коммунист хитай уйғур диярини ишғал қилғандин буян елип барған һәдди-һесабсиз җинайәтлири, җүмлидин йеқинқи йилларда йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини қаттиқ әйиблигән.

“асия хәлқара хәвәрлири” ториниң 1-июл күни бәргән хәвиригә қариғанда, шиветсийә уйғур җәмийити X дә елан қилған учурида мундақ дегән: “хитай компартийәсиниң 103 йиллиқи күнидә уларниң қанлиқ җинайәтлирини—вәһшиянә таҗавузчилиқи һәмдә униңдин кейин уйғурлар вә башқа түркий хәлқләргә йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини унтумаслиқ керәк”.

Шиветсийә уйғур җәмийити бу учурида, хитай компартийәсиниң уйғур қатарлиқ милләтләрдин милйонлиған инсанларни тутқун қилип, уларни қийнаш, өлтүрүш, ички әзалирини оғрилаш, басқунчилиқ қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ қәбиһ җинайәтләрни давамлиқ садир қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблигән; шундақла хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 103 йиллиқини һәр қандақ шәкилдә тәбрикләшкә болмайдиғанлиқини, бәлки қурулғандин буян инсанийәткә апәт болған бу қәбиһ гуруһниң һелиһәм уйғурларға қорқунчлуқ зулум селиватқанлиқини, униңға сүкүт қиливатқан дөләтләрниң бу җинайәткә ортақ болуватқанлиқини әскәртип өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.