Шотландийәлик музикант җое хамилтон илһам тохтиниң бир йиллиқ түрмә һаятини хатириләп нахша иҗат қилди

Мухбиримиз меһрибан
2015.09.29

Шотландийәлик музикант вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси җое хамилтон әпәнди, 28-сентәбир дүшәнбә күни, хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниң бир йиллиқ түрмә һаятини хатириләп, униңға беғишланған йеңи нахшисини ютуб ториға қойди.

Музикант җое хамилтон әпәнди йәнә тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә тибәт һәрикити қоллиғучиси. У өз иҗадийитидә хәлқарадики мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин нелсон мандала, далай лама қатарлиқ өз хәлқиниң азадлиқи үчүн күрәш қилған мәшһур әрбабларға атап көплигән нахшиларни иҗат қилған.

У 2014-йилдин башлап уйғурларға атап нахша иҗат қилишқа башлиған. Униң 2014-йили 4-ай мәзгилидә, 2009-йили 5-июлдики тутқунда оғли ғайиб қиливетилгән уйғур ана патигүл ғулам вә 2014-йили 1-айда хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиға беғишлап иҗат қилған нахшиси, бу йил 7-айда 5-июл тутқунлириға атап иҗат қилған “2009-йил 5-июлда” намлиқ нахшилири елан қилинғандин кейин, фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тәсир қозғап, чәтәлләрдики уйғурлар арисида алқишқа еришкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.