Хитай һөкүмити сириланкадики террорлуқ вәқәсини өз мәқсити үчүн суйиистемал қилишқа урунмақта

Мухбиримиз сада
2019.04.24

21-Апрел күни сириланкада партлаш вәқәси йүз бәргәндин кейин хәлқарадики һәрқайси чоң мәтбуатларда вәқәниң келип чиқиши һәққидә нурғун инкаслар елан қилинмақта. Бүгүн хитай һөкүмити “йәр шари вақит гезити” дә сириланкадики партлаш вәқәсигә қарита “террорчиларниң диний қисасхорлуқи контрол қилиниши керәк” намлиқ тәһрират мақалиси елан қилди.

“йәр шари вақит гезити” ниң 24-апрелдики санида елан қилинған мәзкур тәһрират мақалисидә дейилишичә, сириланкадики партлаш вәқәси исламий ашқун гуруппиларниң өткән айда йеңи зеландийәдә бир мәсчиткә һуҗум қилип, намаз оқуватқан мусулманларни оққа тутуш вәқәсигә қарита елип берилған “диний өч елиш һәрикити” икән. Мәзкур мақалидә юқириқи икки вәқәгә “диний тоқунуш” әмәс, бәлки террорчиларниң “диний өчмәнлик һәрикити” дәп нам берилиши керәкликини илгири сүргән.

Мақалидә йәнә хитай һөкүмитиниң “диний ашқунлуқ” қа зәрбә бериштә изчил авангарт орунда туруп кәлгәнликини, қаттиққол тәдбирләрни қоллинип, “диний ашқунлар” ниң җәмийәт аманлиқиға дәхли йәткүзүшигә қәтий йол қоймиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Нөвәттә уйғур районидики җаза лагерлириға милйонлиған йәрлик мусулманларниң қамалғанлиқи, болупму уйғурларниң дини қатлими вә диний саһәдики сәрхиллириниң бастурулуш нишаниға айланғанлиқи хәлқара таратқулар арқилиқ ашкара болмақта.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити мәзкур тәһрират мақалисини елан қилиш арқилиқ нөвәттә уйғур районидики йәрлик мусулманларға елип бериватқан дәһшәтлик бастурушлириға баһанә вә асас тепишқа урунмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.