Үрүмчи шәһири бу йил қиш киргәндин буянқи әң қаттиқ соғуққа дуч кәлгән
2017.01.21
Бу йил қишта дуняниң бәзи җайлирида бинормал температура көрүлүп, һазирғичә соғуқ чүшмигән болсиму, әмма явро-асия чоң қуруқлиқиниң шимали вә сибирийә әтрапидики районларда йеқинқи бирқанчә күн ичидә қаттиқ соғуқ көрүлмәктә.
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, үрүмчи шәһири алдинқи бирқанчә күндә бу йил қиш киргәндин буянқи әң қаттиқ соғуққа дуч кәлгән.
Мәлум болушичә, 17-январ күни үрүмчи шәһиридә температура нөлдин төвән 19 селсийә гирадусқа чүшүп, пәвқуладдә қаттиқ соғуқ болған. Бу 3-чилла ахирлишип, 4-чилла киргән тунҗи күн болуп, үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда “аччиқ соғуқ” қа даир мәзмунлар толуп кәткән.
Үрүмчи шәһәрлик метеорологийә истансисиниң билдүрүшичә, кәлгүсидики бирқанчә һәптә ичидә үрүмчи районида температурә нөлдин төвән 20 селсийә гирадусқа чүшүш еһтималлиқи бар икән. Уйғур елиниң шималидики бир қисим районлардиму температура бирақла төвәнләйдикән.