Сүкүтни бузуш давам қилмақта

Мухбиримиз җәвлан
2021.04.21

Йиллардин бери тутқун қилинған йеқинлиридин хәвәр алалмай келиватқан чәт әлдики уйғурларниң гуваһлиқ бериш паалийәтлири изчил давамлишип келиватқан болуп, йеқинда австралийәдә яшаватқан ханим меһрай ханим йолдиши мирзат таһир һәққидә гуваһлиқ бәргән.

Австралийә ABCхәвәрлири ториниң хәвәр қилишичә, австралийәдә туғулуп чоң болған меһрай 2016-йил өз диярини зиярәт қилғили барғанда мирзат билән тонушуп той қилған. 2017-Йилниң бешида, меһрай ханим йолдишиниң визисиниң чиқишини сақлаватқан күнләрдә үрүмчидә тутуш вә қамашлар башлинип кәткән. Улар үрүмчидин дәрһал айрилиш қарариға келип, 12-апрел австралийә мелборнға учидиған беләт закас қилған, әмма сақчилар 10-апрел ишикни чекип кирип мирзаниң паспортини тартивалған. Хитай сақчилири мирзатниң илгири түркийәгә чиққанлиқини баһанә қилип уни лагерға солиған. Меһрай ханимниң виза вақти тошуп қелип австралийәгә қайтип кәткән. 2019-Йил 22-апрелда мирзат лагердин қоюп берилгән, меһрай ханим униң билән үрүмчи айродромида көрүшкән, әмма узун өтмәй мирзат қайта тутқун қилинип лагерға елип кетилгән. Меһрай ханим йәнә австралийәгә қайтип келишкә мәҗбур болған вә униң бихәтәрликидин әнсирәп сүкүт қилип кәлгән. Әмма икки һәптә илгири йолдишиниң 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини аңлап қаттиқ азабланған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай даирилири мирзат таһирни түркийәдә турғанлиқи үчүн “бөлгүнчи” дегән бәтнам билән әйбләп қамақ җазасиға һөкүм қилған. Сүкүтниң һечнәрсигә яримиғанлиқини билгән меһрай ханим ABC қанилиниң зияритини қобул қилип, өзи билидиған әһвалларни ашкарилиған вә австралийә һөкүмитидин ерини қутулдуруп чиқишқа ярдәм қилишни тәләп қилған. Австралийәдики кишилик һоқуқ органлири вә таратқулар һазир меһрай ханимниң бу кәчүрмиши вә гуваһлиқини хитайниң инсанийәткә қарши җинайитигә йәнә бир күчлүк дәлил болалайду дәп қарап, униңға җиддий муамилә қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.