Сүрийә химийәвий қораллирини б д т ға тапшуруп беридиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.09.09

Америкиниң сүрийәгә һуҗум қилишниң алдини елиш үчүн русийәдин мәдәт тилип москиваға барған сүрийә ташқи ишлар министири муәллим, русийәниң тәклипини қобул қилип өзлиридә бар болған барлиқ химийәвий қораллирини б д т ға тапшуридиғанлиқини елан қилди.

Америка сүрийәниң өз хәлқигә химийәвий қорал ишлитип 1000дин артуқ кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрүп, сүрийә мәсилисигә қораллиқ арилишидиғанлиқини елан қилған. Америка ташқи ишлар министири җон кәрий, бүгүн йәнә сүрийә вәзийитигә сүкүт қилишниң, қол тиқишқа қариғанда техиму хәтәрлик икәнликини әскәртип, сүрийә вәзийитигә һәрбий арилишишниң зүрүрлүки вә җиддийликини йәнә бир қетим тәкитлигән иди.

Сүрийә ташқи ишлар министири бүгүнки баянати арқилиқ сүрийәдә бар болған химивийәвий қоралларни б д т органлириниң тәкшүрүши вә йоқ қиливетишигә қетилғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.