Америка сүрийәдики мөтидил күчләрни қоллашни вақитлиқ тохтатмақчи
Америка һөкүмәт хадимлири җүмә күни баянат берип, сүрийәдики һөкүмәткә қарши қораллиқ күчләрни тәрбийиләш вә қорал билән тәминләшни Вақитлиқ Тохтитидиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә тохталған америка дөләт мудапиә министирликиниң мудапиә сияситигә мәсул муавин министири Киристин Вормут: “биз һәрикитимизни бир мәзгил тохтатмақчи” деди.
Җүмә күни америка дөләт мудапиә министири Аштон Картерму лондонда америка сүрийә өктичилирини тәрбийиләш программисиға садиқ болсиму, әмма бу программини техиму яхшилаш йоллирини издәватқанлиқини ашкарилиған.
Мәлум болушичә, америкиниң юқириқи қарари сүрийәдә һөкүмәткә вә ислам дөлитигә қариши җәң қиливатқан қораллиқ күчләргә берилидиған һәрбий ярдәмлиридә негизлик өзгириш пәйда қилидикән.
Америка сүрийәдә 4 йилдин буян давам қиливатқан ички урушта һөкүмәт вә ислам дөлитигә қарши мөтидил қораллиқ күчләрни қоллиған һәмдә уларни тәрбийиләш вә уларға һәрбий әслиһә ярдәм бериш үчүн 500 милйон доллар аҗритидиғанлиқини билдүргән.
Вормут Ханимниң ейтишичә, юқири қараридин кейин мөтидил күчләргә берилидиған һәрбий әслиһәләр аддийлаштурулидикән.