Хитай билән таҗикистан “терорлуққа қарши бирләшмә манивер” башлиған
2021.08.19
Хитай билән таҗикистан бирликтә “терорлуққа қарши бирләшмә маневир” башлиған. Игилинишичә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи билән таҗикистан ичкий ишлар министирлиқи бирликтә уюштурған бу манивер икки күн давам қилидикән.
“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвәр қилишичә, талибанлар афғанистанни игиләп 3 күндин кейин өткүзүлгән бу манивер, хитайниң райондики бихәтәрлик әндишисиниң күчәйгәнликини намайән қилидикән. Хитай һөкүмити афғанистан вә оттура асиядики “диний әсәбий гуруппилар” вә “терорчилар” ниң чеградин өтүп уйғур райониға киришидин, шундақла хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға хәвп туғдурушидин әнсирәйдикән.
Хитай җамаәт хәвпсизлик министириниң министери җав кеҗи бу һәқтики язма баянатида: “бирләшмә маневир хитай-таҗикистан икки тәрәпниң терорлуққа қарши туруш күчлириниң маһарәт сәвийисини өстүриду һәмдә икки тәрәпниң терорлуққа қарши туруш ирадисини намаян қилиду,” дегән. Икки тәрәп йәнә тәшкиллик җинайәтләргә қарши туруш, учур алмаштуруш вә юқири сапалиқ хадимларни йетиштүрүш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, келәр айда таҗикистан “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилидиған болуп, нөвәттики афғанистан вәзийитиниң бу йиғинниң әң муһим күнтәртиплиридин бири болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.
Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, америка афғанистандин әскәр чекиндүрүп чиққандин кейин, хитай һөкүмити бир тәрәптин талибан күчлири билән йеқин мунасивәт қурушқа киришкән болсиму, әмма йәнә бир тәрәптин уйғур райониниң муқимлиқи мәсилисидә йәнила талибандин давамлиқ әндишә қилидикән.
Һалбуки, афғанистан даирилири техи алдинқи айда афғанистанда 10 нәпәр хитай җасусини қолға чүшүргән иди. Улар бу хитай җасуслири ичидә икки нәпириниң талибанға тәвә террорлуқ тәшкилати “һәққанийәт тори” билән мунасивити барлиқини, бу 10 нәпәр хитай җасуслириниң афғанистанда “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дин ибарәт бу сахта тәшкилатни пәйда қилмақчи болғанлиқини билдүргән.