Тарим нефитликидин һәр күни 71 милйон кубметир тәбиий газ тошулди
2017.01.15
Хитай дөләтлик нефит-тәбиий газ ширкити уйғур дияридики тарим нефитликидин 2017-йили, 1-ай ичидә, қаттиқ соғуқ түпәйлидин оттура һесаб билән бир күндә сиртқа тошулидиған тәбий газ миқдарини 71 милйон купметирдин ашурған.
Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвридә көрситилишичә, тарим нефитлики шаңхәй шәһирини мәркәз қилип, хитайниң шәрқи районлирини тәбиий газ билән тәминләшкә мәсул болмақта. Тарим нефитлики көп йиллардин буян ғәрбниң газини шәрққә тошуш лайиһиси бойичә хитайниң шәрқи районидики 13 өлкә вә шәһәрниң 300 милйондин артуқ аһалисини тәбиий газ билән тәминләватқан болуп, 2016-йили тарим нефитлики 23.5 Милярд кубметир тәбиий газ ишләпчиқарған, буниң ичидә 19 милярд 300 милйон кубметир тәбиий газ ғәрбниң газини шәрққә тошуш программиси бойичә шәрқий хитай районлирини тәминләш үчүн ишлитилгән.
Тарим нефитлики йәнә йеқинқи бир қанчә йилдин буян тарим ойманлиқи әтрапидики ақсу, қәшқәр, хотән, қизилсу вә байинғолин қатарлиқ вилайәт һәм областларниму тәбиии газ билән тәминләшкә киришкән болуп,әмма бу тарим нефитлики алған тәбиий газниң аз миқдарни игиләйду. Мәсилән, өткән йили ишләпчиқарған 23.5 Милярд куп метир тәбиий газниң 3 милярд кубметирила җәнубий уйғур районини тәми ләшкә ишлитилип, қалған зор қисми пүтүнләй шәрқий хитайға тошулған
Йәрлик уйғурларниң ейтишичә, уйғур дияриниң җәнубиға әң кәмбәғәл наһийиләр җайлашқан болуп, уйғур дияридики үч вилайәт вә бир област аһалисиниң мутләқ коп қисми намрат аһалилардур. Нурғун йеза-қишлақлардики намрат уйғур аһалилири техи тәбиий газ ишлитиштин бихәвәр вә яки қурби йәтмәй яшимақта икән.