Җәй нордлингер: “хитайдики бир әркәк”

Мухбиримиз әзиз
2019.09.17

Уйғурлар дияридики әң чоң билим юрти болған “шинҗаң университети” ниң мудири, җуғрапийә пәнлири алими ташполат тейипқа берилгән кечиктүрмә өлүм җазасиниң йеқинда иҗра қилинидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр тушмутуштин оттуриға чиқиши билән буниңға мунасивәтлик көплигән инкасларму диққәт қозғашқа башлиди.

Америкадики “дөләтлик баһа” гезитиниң обзорчиси җәй нрдлингер 16-сентәбир күни елан қилған “хитайдики бир әркәк” темисидики обзорида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши қандақ дәһшәтләрни пәйда қиливатқанлиқини, буниң мудһишлиқидин бу дәһшәтләрни һәрқанчә қилипму қобул қилишқа болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

У обзорида сталинниң “бир әркәкниң өлүми терагедийәдур; милйонлиған кишиниң өлүми болса статистика” дегән мәшһур сөзини нәқил кәлтүрүп, бу сөзни ташполат тейипқа тәтбиқлашқа болидиғанлиқини ейтиду. Шуниңдәк ташполатқа артилған “бөлгүнчилик” җинайитини “хитайдики тәйпинәмниң заманисидин қалған кона қалпақ” дәйду.

Аптор мақалисидә диктаторларниң пүтүн дуня қарап турған әһвалда бир хәлқни қириветиштин әйминидиғанлиқини, әмма уларниң бәзидә буниңға пәрваму қилип кәтмәйдиғанлиқини әслитип: “тибәтләр вә уйғурларниң әһвалидин буни көрүвелиш тәс әмәс” дәп көрситиду. Шуниңдәк һазир пүтүн дуняниң диққити хоңкоң мәсилисигә мәркәзлишип қеливатқан әһвалда уйғурлар мәсилисиниң диққәттин сақит болуп кәтмәсликини, чүнки бу җайдики вәһшийликләргә қарап “шәрқий түркистанда довзақниң өзи болуватиду” дейишкә тамамән болидиғанлиқини язиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.