Тайланд баңкок вәқәсиниң гумандари адам қарадағни қануни җавабкарлиққа тартидиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2015.09.25

Тайланд сақчи даирилири җүмә күни 17‏-авғуст баңкок партлаш вәқәсиниң гумандари адам қарадағни қанун җавабкарлиққа тартиш үчүн йетәрлик дәлил-испатқа еришкәнликини билдүрди. Адам қарадағ партлаш вәқәсигә четилип қолға елинған 2 гумандарниң бири. Гумандарларниң йәнә бири мирәли йүсүп, камбоджа чеграсида қолға елинған.

Тайланд баш сақчи баянатчиси правут товернсири җүмә күни чақирған ахбарат йиғинида ашкарилишичә, йәнә бир исми билал түрк болған адам қарадағни сотлаш үчүн йетәрлик дәлил испат топланған.

Сақчилар адам қарадағни партлаш вәқәсидин кейин баңкок шәһәр әтрапидики бир бина өйдин қолға алған. Даириләр у турушлуқ бина өйдин бомба ясашқа ишлитилидиған партлашқуч буюмларниң тепилғанлиқини елан қилған.

Правут товернсири җүмә күни адам қарадағниң ераван һинди ибадәтханиси йенида партлиған бомбиниң өзиниң қойғанлиқини етирап қилғанлиқини билдүргән. Тайланд сақчилири илгири бомбини сериқ майкилиқ бир бир яшниң қойғанлиқини елан қилған.

Әмма правут җүмә күни адам қарадағниң шу сериқ майкилиқ бомбичи икәнликини испатлайдиған һечқандақ дәлил көрсәтмигән. Тайланд һөкүмити партлашни адәм қачақлириниң һәрикити, дәп елан қилған болсиму, лекин униң пикри изчил гуман қозғап кәлгән иди.

Бу йил 17‏-авғуст баңкок шәһәр мәркизидики ераван һинди ибадәтханиси йенида йүз бәргән партлаш вәқәсидә 20 адәм өлгән. Өлгәнләрниң көп қисми чоң қуруқлуқ вә хоңкоңлуқ хитайлар иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.