Тайландниң муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири: “уйғурларни хитайға қайтуруп бериш пиланимиз йоқ”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2025.01.17

Тайландта чиқидиған “милләт” (The Nation) намлиқ гезитниң хәвәр қилишичә, тайланд дөләт мудапиә министири фумтам вечайчай (Phumtham Wechayachai) 17-январ күнидики баянатида, һөкүмәтниң тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтуруп бериш пилани йоқлуқини билдүргән.

“милләт гезити” ниң дейишичә, йеқинда тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң 20-январ дүшәнбә күни хитайға өткүзүп берилидиғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғандин кейин, күчлүк инкас қозғиған. Тайланд дөләт мудапиә министири фумтам вечайчай мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, илгири тайланд һөкүмити һәқиқәтән бир қисим уйғурларни хитайға өткүзүп бәргән болсиму, бирақ бу нөвәт ундақ пилани йоқлуқини тәкитлигән.

“милләт” гезитиниң дейишичә, тайландтики ‛адаләт‚ намлиқ партийәниң парламент әзаси канавей субсең фейсбуқтики һесабида, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң қайтурулуш мәсилисиниң 17-январ күнидики дөләт хәвпсизлик кеңиши (NSC) йиғинида музакирә қилинидиғанлиқини билдүргән. Фумтам вечайчай бундақ музакириниң болмиғанлиқини ейтқан.

Бирақ у, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң йеқинда бу һәқтики әндишилирини тайландқа йәткүзгәнликини ейтип, “шу учришишта бу мәсилә музакирә қилинди, биз алақидар қанун рамкиларни тәкшүрүп, һәр қандақ бир һәрикәтниң қанунға уйғун болушиға капаләтлик қилиш, тайланд вә хәлқара җәмийәт үчүн пәйда болғуси мәсилиләрдин сақлиниш лазимлиқида чиң турдуқ” дегән. У йәнә, тайланд даирилириниң бу мәсилә һәққидә мунасип тәдбирләрни тәкшүрүп бекитиш үчүн, мунасивәтлик әмәлдарларға вәзипә тапшурғанлиқини билдүргән.

Тайландниң дөләт мудапиә министирлиқ вәзиписини өтәватқан фумтам вечайчай өз нөвитидә йәнә тайландниң муавин баш министирлиқ вәзиписиниму атқузмақта икән.

Йеқинда, тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң бәк еғирлиқини илгири сүрүп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләрдин өзлирини бу паҗиәдин қутулдуруп қелишни тәләп қилған иди. Буниңға қарита, америка һөкүмити вә б д т қатарлиқлар дәрһал баянат берип, тайланд һөкүмитини түрмидә тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирған.

Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлириму тайландниң һәрқайси дөләтләрдә турушлуқ әлчиханилирида намайиш қилип, тайландни өзи қол қойған хәлқаралиқ қанунлар бойичә мусапирларни хитайға өткүзүп бәрмәслик үчүн бесим ишләтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.