Америка, тайланд һөкүмитиниң уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп бәргәнликини қаттиқ тәнқид қилди

Мухбиримиз ирадә
2015.07.09


Америка дөләт ишлири министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, тайланд һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди. Улар баянатида тайланд һөкүмитиниң мусапир уйғурларни хитайға қайтуруп бериши тайланд қол қойған хәлқара қанунларға хилап һәрикәт, дәп көрсәтти. Баянатта мундақ дейилгән : “тайландтики мусапирларниң әһвали бизни қаттиқ әндишигә чүшүрди. Биз тайланд һөкүмитини вә шундақла уйғурлар панаһлиқ тиләватқан башқа барлиқ дөләт һөкүмәтлирини уйғурларни хитайға қайтурушни тохтитишқа чақиримиз.”

Баянатта йәнә мундақ дейилгән : “биз хитай һөкүмитини бу уйғурларға адил муамилә қилип, уларниң мәсилиси үстидә очуқ - ашкара болушқа вә хәлқара сот тәртиплиригә уйғун һалда һәрикәт қилишқа чақиримиз. Хитай һөкүмити чоқум өзи қол қойған хәлқара қанунлар бойичә иш көрүши керәк.”

Америка дөләт ишлири министирлиқи баянати ахирида тайланд һөкүмитини агаһландуруп, “тайланд һөкүмити тайландта давамлиқ тутуп турулуватқан уйғурларниң өзи халиған дөләтләргә кетишигә йол қоюши керәк” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.