Тайланд даирилири 3 нәпәр уйғурни баңкок партла вәқәсидин гуманлинип сорақ қилған

Мухбиримиз әркин
2015.08.28

Тайланд сақчи даирилири җүмә күни 3 нәпәр уйғурниң баңкок партлаш вәқәсидин гуманлинип сорақ қилинғанлиқини билдүрди. 17‏-Авғуст баңкок шәһәр мәркизидики ераван ибадәтханисиниң алдида йүз бәргән партлаш вәқәсидә 22 адәм өлгән.

Вәқәгә бүгүн 11 күн болған болсиму, бирақ һазирға қәдәр һечким қолға елинмиған. Тайланд һөкүмити сияқи чәтәлликкә охшайдиған гуманлиқ бир киши үстидин тутуш буйруқи чиқарған иди.
Тайланд баш сақчи идарисиниң башлиқи генерал сомйот пумпанйоң җүмә күни мухбирларға, “сақчилар сако өлкисидә 3 уйғурни сорақ қилди” дегән. Бирақ у сорақ қилинған бу 3 уйғур һәққидә һечқандақ тәпсилий учур бәрмигән.

Тайланд һөкүмити2014-йили 3‏-айда тайланд арқилиқ түркийәгә панаһлиқ издәп маңған нәччә йүз уйғурни түтивалған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, бу мусапир уйғурлар хитайниң сиясий, диний вә мәдәнийәт бастурушидин қачқанлар икән.

Тайланд һөкүмити бу йил 7‏-айда кишилик һоқуқ тәшкилатлирини қарши турушиға қаримай, 100 дин артуқ уйғурни хитайға өткүзүп бәргән. 17‏-Авғуст баңкоктики партлаш вәқәсидин кейин тайланд һөкүмити уйғурлардин гуман қилған. Лекин тайландниң гумани уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.