Уйғур дияридики тәбиий газ байлиқиниң 2018-йиллиқ мәһсулат миқдари ғайәт зор дәриҗидә ашқан
2018.12.18
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни “лагерларға йиғивелиш һәрикити юқири пәллигә чиқиватқанда уйғурлар дияридики тәбиий байлиқларниң қезилиш сүрити, көлими вә миқдариниң зор дәриҗидә ешип бериватқанлиқи кишиләрниң диққитини қозғимақта.
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 13-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, бу йил қиш киргәндин буян тарим ойманлиқидин 100 милярд куб метирлиқ тәбиий газ записи байқалған. Тарим нефитликидики алақидар хитай әмәлдарлар бу һәқтә сөз қилип: “бу йеңи тәбиий газ записиниң байқилиши ғәрбниң газини шәрққә йөткәш қурулуши үчүн бир йеңи газ мәнбәси болуп қалғуси. Бу елимизниң тәбиий газ билән тәминләш ишлирини йәниму илгириләп капаләткә игә қилиду” дегән. Һазирқи базар нәрхидә һәр куб метир тәбиий газниң баһаси 2-3 сом арилиқида болмақта икән.
“йүннән иқтисад тори” да 17-декабир елан қилинған хәвәрдә ейтилишичә, ғәрбий шимал нефитлики тәвәсидин қезиливатқан тәбиий газниң йиллиқ қезилиш миқдари тоққуз йилдин буян изчил 1.4 Милярд куб метирниң юқирисида болуп кәлмәктә икән.
Алақидар материялларда көрситилишичә, хитай һөкүмити “ғәрбни кәң көләмдә ечиш” шоари астида уйғурлар диярида тәбиий газ байлиқлирини қезиш көлимини тез сүрәттә кеңәйткән 2005-йилидин буян қезилған тәбиий газниң омуми миқдари 19 милярд куб метир икән. Бу газниң 14 милярд куб метир сетилған болуп, хитай өлкилириниң асаслиқ тәбиий газ мәнбәси болуп кәлгән.
Уйғур анализчилар бу һәқтә пикир қилип: “хитай даирилири дәл мушу пүтмәс-түгимәс тәбиий байлиқларға уйғурлар шериклик даваси қилмисун, дәп пүтүн күчи билән уйғурларни бастуруш, уйғурларни ассимилятсийә қиливетиш қәстидә болмақта” деди.