Бултур уйғур елида тәбиий апәтләр әң көп йүз бәргән йил болди

Мухбиримиз ирадә
2015.01.28


Хитай даирилири 2014 - йили уйғур ели һава райи келиматида “тарихта әң еғир вәзийәт” шәкилләнгәнликини, қурғақчилиқ,,кәлкүн, қум борини, шивирғанлиқ қар апити қатарлиқлар әң көп йүз бәргәнликини билдүрди.

Хитай хәвәрләр ториниң 26 - январдики хәвиридә уйғур аптоном районлуқ һаварайи идарисиниң “районниң 2014 - йиллиқ келимати, муһити вә тәсир қилған сәвәбләр” намлиқ хизмәт доклатидин нәқил елинип, “2014 - йилидики начар һава райи келимати деһқанчилиқ, чарвичилиқ, қатнаш шундақла бу районда яшаватқан хәлқниң һаятиға, саламәтликигә еғир зиян елип кәлди. 408 Миң адәм тәбиий муһитниң бивастә зийиниға учриди. Бивастә иқтисадий зиян 2 милярд сомға йәтти. Бу әһвал район келимати вә муһити тарихида көрүлгән әң еғир әһвал” дегән баянлар берилди.

Хәвәрдә бултур бир йилда районда көп қетим көрүлгән начар һава райи келимати, бу сәвәбтин йүз бәргән қум борини, шивирған, кәлкүн, тағ гөмүрүлүш вәқәлириниң муһит бузғунчилиқи сәвәбидин болғанлиқи тилға елинған. Әмма бу хил апәт характерлик һава райини кәлтүрүп чиқарған конкрет сәвәбләр тилға елинмиди. Райондики йәрлик уйғурларниң инкаслирида болса, хитай ширкәтлириниң көп йиллардин буян йәрлик деһқан, чарвичиларниң терилғу йәрлири вә отлақлирини игиливелип, муһитни еғир дәриҗидә булғайдиған канларни халиғанчә ечиши, химийиви ташландуқи бар завутларни көпләп қуруши нәтиҗисидә район муһитиға еғир вәйранчилиқ кәлтүргәнлики билдүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.