11 Дөләтниң хитайдики баш әлчиси хитай җ х министирлиқиға хитайдики тән җазаси һәққидә мәктуп йоллиди
2017.03.21
11 Дөләтниң хитайдики баш әлчиси хитай җамаәт хәвпсизлик министири го шиңкүнгә мәктуп йоллап, хитайда давамлишиватқан тән җазаси арқилиқ иқрар қилдуруш қилмишини тохтитишни тәләп қилди.
Канадада чиқидиған йәр шари почтиси гезитиниң дүшәнбә күнидики санида хәвәр қилинишичә, 2017-йили 2-айниң 27-күни ғәрбтики 10 дөләт вә японийәни өз ичигә алған 11 дөләтниң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитай җ х министири го шиңкүнгә хәт йезип, хитайда тутқун қилинған ши яң, җаң тйәнюң қатарлиқ адвокатларниң тән җазасиға учраш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилип, хитайда давамлишиватқан мәһбусларни тән җазаси арқилиқ иқрар қилдуруш қилмишини тохтитишни тәләп қилған.
Хәвәрдә йәнә, хитай һөкүмәт тәрәпниңму 1-март күнидин башлап һөкүмәт таратқулири арқилиқ 11 дөләт баш әлчисиниң тәлипигә қарита инкас қайтуруп, чәтәл таратқулирида хәвәр қилинған адвокат ше яң қатарлиқларниң тән җазасиға учриғанлиқи һәққидики хәвәрниң тоқуп чиқирилған ялған хәвәр икәнликини билдүргән.
Хитайда уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвалиниң еғирлиқи чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин үзлүксиз оттуриға қоюлуп келиватқан мәсилиләрниң бири.
Болупму 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур мәһбуслириниң түрмидә қийнаққа учриғанлиқи һәтта өлүп кәткәнлики һәққидики хәвәрләр радиомиз қатарлиқ хәлқара таратқуларда көпләп берилгән.
Һалбуки, хитай һөкүмәт даирилири уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш мәсилисини һазирға қәдәр тән алмай кәлмәктә.