Хитай қораллиқ сақчи қисимлири уйғур елидә террорлуққа қарши маневир өткүзгән

Мухбиримиз ирадә
2017.09.12

Хитайниң шинхуа агентлиқи бүгүн хәвәр берип, хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң уйғур елида террорлуққа қарши маневири өткүзгәнликини билдүрди.

Хәвәрдә дейилишичә, үч йерим күн давам қилип бүгүн аяғлашқан бу маневир үрүмчи, қәшқәр, ақсу вә ғулҗида бирла вақитта елип берилған икән. Униңға 10 миңдин артуқ қораллиқ сақчиниң қатнашқанлиқи мәлум.

Хәвәрдә, мәзкур һәрбий маневир арқилиқ хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң қумлуқ вә тағлиқ районлириниң мурәккәп җуғрапийәлик шараитида вә кечидә һәрикәт қилиш иқтидарини ашурғанлиқи баян қилинған.

Хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң бу қетимлиқ маневири дәл чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлиригә қарита наразилиқи күчәйгән бир мәзгилдә елип берилди. Уйғур елиниң вәзийитини көзитип келиватқан бәзи мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң районни “сақчи дөлитигә хас система” билән идарә қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Хитайниң “хәлқ гезити” бүгүн хәвәр тарқитип, 9-айниң 18-күни әтигән саәт 10:00 да, уйғур елида һава мудапиәси сигналиниң синақ тәриқисидә яңритилидиғанлиқини җакарлиди.

Игилинишичә, бу қетимқи һава мудапиәси сигналини яңритиш иши үрүмчи, қарамай, шихәнзә қатарлиқ 17 нуқтилиқ шәһәрдә өткүзүлидикән.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлири бир тәрәптин қолида төмүрниң суниқи болмиған уйғур хәлқиниң йүрикини сиқишни мәқсәт қилса, йәнә бир тәрәптин өзиниң һәрбий тәйярлиқлирини хәлқараға ақлап көрситишни нийәт қилған, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.