Тәйвән президенти сәй йиңвен тарихта тунҗи қетим тәйвәндики йәрлик милләттин әпу сориған дөләт башлиқи болуп қалди

Мухбиримиз қутлан
2016.08.01

Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, тәйвәнниң йеңидин сайланған президенти сәй йиңвен 1-авғуст күни баянат елан қилип, тәйвәндики йәрлик милләтниң ата-бовилиридин қалған туприқини йоқитип, әсирләр бойи азаб чәккәнликидин кәчүрүм сорайдиғанлиқини билдүргән.

Сәй йиңвен мундақ дегән: “биз тарихқа сәмимийлик билән қаришимиз шундақла һәққанийәтни сөзлишимиз керәк. Мән тәйвән президенти болуш сүпитим билән һөкүмәткә вакалитән тәйвәндики йәрлик милләттин әпу сораймән. 400 Йилдин буян силәрниң һәққанийәтсиз муамилигә учрап, еғир бәдәлләрни төлигиниңлар һәмдә мислисиз йоқитишқа учриғиниңлардин әң чоңқур дәриҗидә кәчүрүм сораймән.”

Мәлум болушичә, сәй йиңвен тәйвәндики йәрлик милләтниң һәқ-һоқуқи билән уларниң тәйвән туприқиға болған һәқдарлиқ туйғусини тарихта биринчи қетим тонуған шундақла көчмән хитай һөкүмранлиқиниң тәйвәндики йәрлик хәлққә кәлтүргән соруқчилиқлири үстидин биринчи қетим әпу сориған президент һесаблинидикән.

Игилинишичә, хитай чоң қуруқлуқи тәйвәнни контрол қилған 400 йилдин буян, болупму 1949-йили гоминдаң һөкүмити тәйвәнгә қечип барғандин буян тәйвәнниң әслидики йәрлик хәлқи тез сүрәттә җәмийәтниң асасий еқимидин чәтнәштүрүлгән вә еғир дәриҗидә ассимилятсийәгә учриған. Нөвәттә тәйвәндики йәрлик хәлқ хитай чоң қуруқлуқидин көчүп барған хитайлар билән селиштурғанда еғир ишсизлиқ һалитидә болуп, уларниң киримиму тәйвәндики оттураһал сәвийәдин 40% төвән орунда туридикән.

Сәй йиңвен дүшәнбә күни тәйвәндики йәрлик милләтниң рәсмий етирап қилинған 16 қәбилисиниң вәкиллиригә вәдә берип, тәйвән һөкүмитиниң зор күч билән уларға иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини вә уларниң әнәниви миллий мәдәнийитини гүлләндүрүшкә пурсәт яритидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.