Тәйвәндә бейҗиңпәрәс партийә сайламда уттуруп қойғандин кейин тәйвәнниң баш министири вәзиписидин истепа бәрди

Мухбиримиз җүмә
2014.11.29


Шәнбә күни тәйвәндә елип берилған йәрлик беләт ташлашта һакимийәт бешидики бейҗиңпәрәс гоминдаң партийәси мустәқиллиқни қоллайдиған демократик партийигә уттуруп қойғандин кейин, тәйвәнниң баш министири вәзиписидин истепа бәрди.

Бу қетим тәйвәндә йәрлик дәриҗидә елип берилған беләт ташлашта асаслиқи шәһәр башлиқлири вә йәрлик парламент әзалири сайлап чиқилған.

Сайламда 11 миң кишилик орунға гоминдаң вә тәйвән демократийә вә тәрәққият партийәсидин 20 миң кандидат риқабәткә чүшкән.

Гоминдаң партийәси нөвәттә тәйвәндә һакимийәт бешида болуп, мәзкур партийә әзалири тәйвән дөләтлик парламент, йәрлик башлиқ вә парламентларда үстүнлүкни игиләйдиған болуп, бу қетими сайламдин кейин бу хил әһвалға хатимә берилидикән.

BBC Да хәвәр қилишичә, гоминдаң партийәси кандидатлири тәйбей вә тйәнчуң қатарлиқ чоң шәһәрләрдә үстүнлүкини тартқузуп қойған.

Нәтиҗидә тәйвән гоминдаң партийәсидин болған баш министир җяң йихуа вәзиписидин дәрһал истепа бәрди.

Гоминдаң партийәсидин ма йиңҗю алдинқи қетимлиқ президентлиқ сайлимида утуп чиққандин кейин, хитайға майил сиясәтләрни йолға қоюп көплигән тәйвәнликләрниң ғәзипини қоғдиған.

Техи йеқинда тәйвән оқуғучилири тәйвән парламентиға бесип керип тәйвән даирилири хитай билән түзмәкчи болған сода келишимигә қаршилиқ билдүргән иди.

2016 - Йили тәйвәндә президентлиқ вә дөләтлик парламент сайлими өткүзүлиду. Бу қетимқи сайлам нәтиҗисиниң кәлгүсидики муһим сайламларға тәсир көрситидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.