Хитай рәиси тибәттә бөлгүнчиликкә қарши күрәшни тохтатмайдиғанлиқини билдүргән

Мухбиримиз җүмә
2015.08.26

Аталмиш “тибәт аптоном райони” қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида хитай рәиси ши җинпиң тибәттики бөлгүнчиликкә қарши күрәшни қәтий тохтатмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, ши җинпиң бу сөзләрни 25-авғуст бейҗиңда башланған икки күнлүк тибәт йиғинида оттуриға қойған. Йиғинға хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири қатнашқан.

Шинхуа ахбаратида нәқил қилишичә, ши җинпиң мундақ дегән: биз далай гуруһиниң бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қарши күрәш қилишимиз керәк.

1959-Йилидин буян сүргүндә яшаватқан тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама тибәткә мустәқиллиқ әмәс, бәлки һәқиқий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини билдүрүп кәлгән болсиму, хитай униң “оттура йол сиясити” ни “бөлгүнчилик суйиқәстигә игә” дәп изчил рәт қилған.

Хитай тибәткә бесип кәргәндин кейин 1965-йили тибәтниң салаһийитини ахирқи қетим бекитип уни хитайға қарашлиқ бир аптоном район дәп җакарлиған.

Шундин кейин далай ламаниң вәкиллири тибәткә берилгән аптономийәмниң сахта икәнликини шикайәт қилип, тибәткә һәқиқий аптономийә тәләп қилишни давамлштуруған вә хитай тәрәп билән көп қетим сөһбәтләрдә болған болсиму, сөһбәтләр көзлигәндәк нәтиҗә бәрмигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.