Трамп билән хариисниң тунҗи пирезидентлиқ муназирисидә хитай мәсилиси кәскин талаш-тартиш қилинди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.11

Америка җумһурийәтчиләр партийәси билән демократчилар партийәсиниң бу нөвәтлик пирезидент намзатлиридин сабиқ пирезидент доналд трамп билән муавин пирезидент камала харис 10-сентәбир кәчтә тунҗи қетим йүзмуйүз муназириләшкән. Муназиридә хитай билән болған мунасивәт сода нуқтисидин кәскин талаш-тартиш қилинған. Муназиридә харис “америка 21-әсирдики риқабәттә хитайни йеңиши керәклики” ни билдүргән. Һалбуки сабиқ пирезидент трамп хитайниң өзидин қорқидиғанлиқини, чүнки у ақсарайға қайтип кәлсә хитайниң милярдларчә доллар баҗ төләйдиғанлиқини ейтқан.

Филаделфийә шәһиридә өткүзүлгән 90 минутлуқ телевизийә нәқ мәйдан муназириси нуқтилиқ һалда ички мәсилиләргә мәркәзләшкән болсиму, әмма ташқи сиясәт, җүмлидин оттура-шәрқ вәзийити, украина уруши, хитай вә американиң афғанистандин чекинип чиқиши қатарлиқ мәсилиләрму муназирә қилинған. Трамп риясәтчиниң “сиз оттуриға қойған барлиқ импорт мәһсулатлириға 20 пирсәнт баҗ қоюш пилани баһаниң өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарса, буни америкалиқлар көтүрәләмду?” дегән соалиға, баһаниң өрләп кәтмәйдиғанлиқи, баһа өрлисә хитайға өрләп кетидиғанлиқини билдүрүп, “бу дөләтләр йиллардин бери бизни шилип кәлди” дегән.

Трамп бу һәқтә тохтилип, өзи пирезидент болған мәзгилдә йүргүзүлгән бәзи баҗ сиясәтлирини байдин һөкүмитиниң давамлаштурғанлиқи, нәтиҗидә хитайниң нәччә йүз милярд доллар төләватқанлиқи, башқа дөләтләрниңму шундақ қиливатқанлиқи” ни ейтқан. Лекин камала харис байдин һөкүмитиниң бәзи хитай маллириға нишанлиқ баҗ қойғанлиқини қоллап, униң хитай токлуқ аптомобиллириға 100 пирсәнт, күнтахта мәһсулатлириға 50 пирсәнт баҗ қоюши американиң ички ишләпчиқиришиға түрткә болидиғанлиқини билдүргән.

Камала харисниң қаришичә, трампниң сиясити “сода урушиға йол ечип” сода саһәсидики пассип балансини кәлтүрүп чиқарған. Харис шу қатарда трампниң “америка өзәк (chip) лирини хитайға сетип, униң армийәсини сәрхиллаштуруши вә заманивилаштурушиға ярдәм бәргәнлики” ни билдүрүп, “қисқиси, у бизни сетивәтти” дегән. Америка ABC телевизийәсиниң саһибханилиқида өткүзүлгән бу қетимлиқ муназирә камала харисниң пирезидент намзатлиқини қолға кәлтүрүшидин бериқи тунҗи учришишидур. Һазирқи 81 яшлиқ пирезидент җов байдин алдинқи қетим трамп билән болған муназиридин кейин, йәни 7-айда намзатлиқтин чекингән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.