“йәр шари вақти гезити” уйғур дияридики “туғқанлишиш һәптилики” ни ақлашқа урунмақта

Мухбиримиз ирадә
2018.01.11

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида башлиған аталмиш “туғқанлишиш һәптилики” күчлүк тәнқидий инкас қозғаватқан бир шараитта хитайда чиқидиған “йәр шари вақти гезити” бу һәрикәтни һәдәп ақлашқа урунмақта.

Мәзкур гезит бүгүн елан қилған бу һәқтики мәхсус хәвиридә, өткән икки йилдин буян уйғур елида милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш һәрикәтлири көпләп елип берилип, зор үнүм қазанғанлиқи вә бу паалийәтләрниң һәр милләт аммисиниң қизғин һимайисигә еришкәнлики баян қилинған.

Хәвәрдә йәнә, өткән айдин башлап уйғур елида “туғқанлишиш һәптилики” намлиқ һәрикәт башлинип, кадирларниң асасий қатламдики хәлқ билән биллә яшаш арқилиқ уларға сиясий идийә тәрбийәси вә 19- қурултай роһини тәшвиқ қилғанлиқи баян қилинған.

Уйғур елидики һәр дәриҗилик кадирларниң йәрликтики уйғурларниң өйлиригә берип, улар билән 24 саәт биргә болуши баш тема қилинған “туғқанлишиш һәптилики” паалийити чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң күчлүк тәнқидигә учрап кәлмәктә. Бир қисим көзәткүчиләр буни “уйғурларни назарәт қилишниң йәнә бир хил усули”, дәп көрсәтти.

Бүгүн хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софей речардсон тивиттирда буниңға инкас қайтуруп, хитайниң бу һәрикитини “қорқунчлуқ, өзини чоң көрсәткәнлик шундақла районда әкс тәсир пәйда қилидиған бир һәрикәт,” дәп тәсвирлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.