Хитайниң америкадики әлчиханисиниң уйғурларниң туғулуш нисбити һәққидики учури әйибләшкә учриди

Мухбиримиз әркин
2021.01.08

Хитайниң америкадики әлчиханисиниң 7-январ тиветтирда учур йоллап, уйғур аяллириниң “әмди бала туғуш машиниси әмәслики”, уйғур нопусиниң көпийишиниң азийиши уйғур елидә террорлуқниң азийишиға түрткә болғанлиқини илгири сүрүши қаттиқ әйибләшкә учриди. Хитай әлчиханиси бу учурни хитай һөкүмитиниң 7-январ елан қилинған “шинҗаңниң нопус тәрәққияти” һәққидики бир доклатини һәмбәһирләш мунасивити билән йоллиған. Лекин тиветтирдики инкасларда хитай әлчиханисиниң учури уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилип, уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” елип берилғанлиқини етирап қилғанлиқ, дәп әйибләнгән.

Хитай әлчиханисиниң учурида хитай һөкүмитиниң уйғур елидики нопус сиясити ақлинип, “тәтқиқат нәтиҗилиридин ашқунлуқни йоқитиш җәрянида шинҗаңдики уйғур аяллириниң идийәси азад қилинғанлиқи, җинсий баравәрлик, сағлам туғуш алға сүрүлүп, улар бала туғуш машиниси болуштин хали болғанлиқи, уларниң өзигә болған ишәнчи техиму ашқанлиқи вә мустәқил болғанлиқи” тәкитләнгән.

Хитай әлчиханисиниң учури тиветтирда қаттиқ ғулғула қозғиған болуп, бу һәқтики инкасларда тиветтир хитайниң уйғур вә башқа мусулманларға зулум селиватқанлиқини көздә тутуп, хитай әлчиханисиниң юқириқи учурини өчүрүветишкә чақирилған. Хитайниң уйғур нопуси һәққидики доклати “шинҗаң тәрәққият тәтқиқат мәркизи” тәрипидин елан қилинип, хитайниң дөләт ичи-сиртидики таратқулирида кәң тарқитилған. Доклатта, уйғурларниң туғулуш нисбити вә тәбиий көпийишиниң 2018-йили җиддий азийип кетишини “диний ашқулуқниң йоқитилиши кәлтүрүп чиқарғанлиқи” илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.