Түрк путболчи алпаслан хитайниң тәклипини рәт қилған
2015.06.30
30-Июн күни түркийә қатарлиқ дөләтләрдики хәлқара мәтбуатлар вә иҗтимаий таратқуларда, түркийәниң 22 яшлиқ путбол чолпини алпаслан өзтүркниң “уйғурларға ярдәм” тәлипиниң униң хитай билән болған тохтаминиң бузулушиға сәвәб болғанлиқи һәққидики хәвәр тарқилип муназирә қозғиди.
Түркийә т р т радиосиниң хәвәр қилишичә, түркийәдики қасимпаша путбол командисидин айрилған түркийә дөләтлик путбол командиси әзаси алпаслан өзтүрк, хитайдики икки путбол командидин өзигә тәклип кәлгәнликини, уларға алидиған маашиниң 10% ни уйғурларға ярдәм қилғуси барлиқини ейтқанда, бу путбол командилириниң өзи билән тохтам түзүштин дәрһал ваз кәчкәнликини билдүргән.
Хәвиридә йәнә “қасимпаша путбол командисидин айрилғандин кейин, хитай бирләшмә путбол командилиридин тәләп алған алпаслан өзтүркниң уйғурларға ярдәм қилиш тәлипи, тохтамниң бузулушиға сәвәб болди.” дегән баянлар берилгән. Иҗтимаий алақә васитилиридин фейсбоктики түркийә путбол чолпини алпаслан өзтүрк фейсбоок торида өзиниң бу қарари һәққидә тохтилип: “улар ваз кәчсә кечивәрсун, биз рисқимизни һәр йәрдин тапимиз, уйғурлар бир парчә нанға зар болуп яшимақта, аллаһ уларға ярдәм қилсун” дәп язған.
Алпаслан өзтүрк 1993-йили 16-июлда белгийәдә туғулған болуп, әнглийәдә узун йил путбол мәшиқ қилған. 2012-Йили белгийәгә қайтип кәлгән алпаслан бәәрсчот вә стандарт лиәгә путбол командилирида ойниғандин кейин, 2014-йили түркийәдики қасимпаша путбол командисиға киргән.