Қисқа өмүр сүргән “түркистан мухтарийити” хатириләнди

Мухбиримиз үмидвар
2018.02.25

Президент ислам кәримофниң өлүмидин кейин һакимийәткә кәлгән президент шавкәт мирзийойеф бир қатар ислаһат паалийәтлири вә йеңилиқлири диққәткә сазавәр болуватқанда совет коммунист һакимийити тәрипидин бастурулған түркистан мухтарийитиниң 100 йиллиқи ташкәнттә хатириләнди.

Азадлиқ радиосиниң хәвәр қилишичә, 23-феврал күни өзбекистан пайтәхти ташкәнттики әмир темур музейида өткүзүлгән мәзкур хәлқаралиқ илмий муһакимә характерлик хатириләш паалийитигә әнглийә, фирансийә, украина вә башқа әлләр алимлири, дипломатлири журналистлири һәм өзбекистан алимлири вә зиялийлири қатнишип, 1917-йили, 28-ноябир күни қоқан шәһиридә қурулуп, 1918-йили, 22-феврал күни қизил армийә тәрипидин ағдурулған түркистан мухтарийити дәп аталған мустәқил дөләтниң қурулуши, ағдурулуши вә униң сиясий программиси қатарлиқларни муһакимә қилған. 

Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 1917-йили, өктәбир инқилаби ғәлибә қилғандин кейин, оттура асия районидиму зор өзгиришләр йүз бәргән вә ташкәнттә рус болшевиклириниң һакимийити қурулуп, йәрлик мусулманлар чәткә қеқилған, нәтиҗидә 1917-йили, 26-ноябир күни “шораий исламийә” тәшкилатиниң рәһбәрликидә пүтүн түркистан мусулманлири қурултийи қоқан шәһиридә чақирилип, қурултай нәтиҗисидә, 28-ноябир күни йеңи дөләт-түркистан мухтарийити елан қилинған. Бу дөләт рәһбәрлики қазақ, өзбек, татар, йәһудий қатарлиқ милләтләрдин тәркиб тапқан болуп, қазақлардин муһәммәд тинишбайеф, кейинрәк мустафа чоқай һөкүмәт рәиси болған. Түркистан мухтарийити ташкәнттики совет һакимийитигә қарши турғанлиқи үчүн 1918-йили, 22-феврал күни москва вә ташкәнттин кәлгән рус қизил армийисиниң һуҗумлири нәтиҗисидә тармар болған, мустафа чоқай қатарлиқ рәһбәрлири кейин чәтәлләргә қечип кетип паалийитини давамлаштурған, арқидин пүтүн пәрғанә вадисида болшевикләргә қарши қораллиқ қаршилиқ күриши әвҗи алған. 

Өзбекистан алимлири түркистан мухтарийитини оттура асия тарихида мәйданға кәлгән тунҗи демократик принсипларни асас қилған җумһурийәт дөлити дәп баһа бәргән. Совет иттипақи һөкүмити бу дөләтни 70 йил “әксийәтчил”, “бөлгүнчи һакимийәт” дәп қарилиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.